Қазақистан уйғурлири өзлириниң икки атақлиқ сәнәткарини һөрмәтлиди
2016.07.31
Өткән һәптә, қазақистан уйғурлири өзлириниң икки мәшһур сәнәткари, нурбүви мәмәтова вә гулвирә разийеваниң 80 яшқа киргәнлики һәм уларниң уйғур сәнитигә қошқан төһписини хатирилиди.
Оттура асиядики уйғур сәнитигә аит пәрваз торидики хәвәрдин мәлум болушичә, 27 - июл күни қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридики җумһурийәтлик уйғур тиятирида қазақистан җумһурийитиниң хәлқ артиси дегән алий намға сазавәр болған пүтүн қазақистанни өз ичигә алған оттура асия җумһурийәтлиригә тонулған нурбүви мәмәтованиң 80 яшлиқ хатирә паалийити өткүзүлүп, униң иҗадий паалийәтлиригә юқири һөрмәт билдүрүлгән. Паалийәттә нурбүви мәмәтова узун йиллар хизмәт қилған уйғур тиятири тармиқидики < нава”нахша - музика ансамбили, билән усул гурупписи“рухсари” ниң артислири нурбүвиниң нахшилирини орундиған нурбүви мәмәтова асаслиқи уйғур хәлқ нахшилири, миллий услубтики нахшиларни ейтип даң чиқарған.
“уйғур авази”гезитиниң хәвәр қилишичә алдинқи җүмә күни нурбүви мәмәтова билән охшаш қазақистанда нахша саһәсидә шөһрәт қазанған төһпикар нахшичиси гүлвирә турсун қизи разийеваниң 80 йиллиқ мурасими алмута шәһиридики достлуқ сарийида өткүзүлгән болуп, мурасимға алмута шәһәрлик һөкүмити, қазақистан парламенти вә милләтләр кеңишиниң вәкиллири қатнишип, һөкүмәт намидин униң қазақистан сәнитигә қошқан төһписини тәқдирлигән.
Нурбүви мәмәтова вә гүлвирә разийеваларниң нахшилири - 1980 - 1960йилларда ташкәнт радио долқунлири арқилиқ уйғур диярдики уйғурларғиму яхши тонушлуқ болған иди.
Оттура асиядики қазақистан вә өзбекистанда 20 - әсирниң 30 - йиллиридила уйғур тиятирлири қурулуп, көплигән уйғур сәнәткарлар ташкәнт вә алматада паалийәт қилған иди. Мәшһур уйғур композитори қуддус ғоҗамяроф намидики қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири нөвәттә оттура асия районидики бирдинбир кәспий уйғур музика, усул вә драма тиятиридур.