Қазақистан-уйғур райони чеграсида йүк пойизи соқушуп кетип, хәлқара пойиз қатниши тохтап қалди
2016.05.20
19-Май, қазақистан уйғур аптоном райони чеграсиниң алатав еғизида икки йүк пойизи соқушуп кетип, хәлқара пойиз қатнишиға тәсир қилған. Вәқә чегра еғизиниң қазақистан чегра яқисида йүз бәргән болсиму, әмма пойиз йоли тосулуп қалғачқа чеграниң бортала яқисидики 5 хәлқара йүк пойизи тохтап қалған. Уларниң бири үрүмчи-полша линийәсидә қатнайдиған йүк пойизикән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пәйшәнбә күни әтигәндә йүз бәргән вәқәдә икки пойиз соқулуп, пойиз вагонлириға от кәткән. Әмма вәқәдә адәм өлгән-өлмигәнлики мәлум әмәс.
Хәвәрдә, бу тоғрилиқ һечқандақ мәлумат берилмигәнликини, әмма хитай тәрәпниң бир қисим қутқузуш хадимлирини қазақистан тәрәпкә ярдәмгә әвәткәнликини билдүргән.
Хәвәрдә йәнә, үрүмчи таможна идарисиниң бәргән мәлуматини нәқил кәлтүрүшичә, вәқәдә пойиз вагонлириға бесилған нурғун миқдарда полат вә минерал материяллар чечилип кәткән.
Алатав еғизи уйғур аптоном районидики әң чоң қуруқлуқ чегра порти. У хитайниң явро-асияға ечилған әң муһим төмүр йол бекити болупла қалмай, бәлки йәнә, таш йол вә нефит туруба йолиниң муһим түгүни.