Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә чақирди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.16

Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити 15-январ атақлиқ өктичи уйғур зиялийси илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин илһам тохтиниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилған.

Баянатта мундақ дейилгән: “бүгүн уйғур язғучи вә илмий хадим илһам тохти милләтләр ара диалогни илгири сүрүш, хитайдики аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқини қоғдиши сәвәбидин тутқун қилинғанлиқиниң 10 йиллиқ хатирә күни. Униң наһәқ тутқун қилинғанлиқиниң 10 йиллиқ хатирә күнидә хәлқара қәләмкәшләр җәмийити давамлиқ уни дәрһал вә шәртсиз қоюп беришкә, хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитини уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни бастурушқа дәрһал хатимә беришкә чақириду”.

Буниңдин 10-йил аввал йәни 2014-йили 1-айниң 15-күни, хитай сақчилири униң бейҗиңдики өйигә бастуруп кирип, илһам тохтини тутқун қилған. Униң тутқун қилиниши хәлқарада қаттиқ инкас қозғиған. Б д т ниң халиғанчә тутқунға қарши туруш хизмәт гурупписи 2014-йили 3-айда, илһам тохтиниң делосини “халиғанчә тутқун қилиш” дәп бекиткән болсиму, лекин хитай һөкүмити 2014-йили 9-айда илһам тохтини үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисидә сотлап, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. Хитай һөкүмити илһам тохтини “бөлгүнчилик”, “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблигәниди. Мәлум болушичә, униң аилиси йеқинқи бир қанчә йилдин бери, униң түрмидики әһвалидин һечқандақ хәвәр алалмиған.

Баянатта ейтилишичә, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити түрмидики язғучилар комитетиниң рәиси ма тида(Ma Thida) мундақ дегән: “илһам тохти диалогни алға сүрүш, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқи үчүн ‍өзини атиған шәхс. Униң муддәтсиз қамаққа һөкүм қилиниши һазирму давамлишиватқан бир трагедийә. Биз униң наһәқ тутқун қилинишиниң 10 йиллиқини хатириләш билән биргә, униң билән биргә туримиз вә уни дәрһал қоюп беришкә чақиримиз”. Хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң ейтишичә, илһам тохтиниң наһәқ түрмигә ташлиниши “хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң шинҗаңдики уйғур вә башқа милләтләрни бастурушиниң символлуқ бәлгиси болуп, бу, чекидин ашқан сезорлаш вә бастуруш арқилиқ уйғур хәлқини мәдәнийәт кимлики вә әнәнилиридин айрип ташлаштин ибарәт системилиқ һәрикәтни өз ичигә алидикән”.

Илһам тохти әйни вақитта үрүмчи оттура сотиниң һөкүмигә наразилиқ билдүрүп уйғур аптоном районлуқ юқири сотқа әрз қилған болсиму, лекин юқири сот 2014-йили 11-айда униң әрзини рәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.