Хитайниң қәшқәрдин өзбекистан вә қирғизистан арқилиқ маңдурған мели көпәймәктә
2024.08.01
Америка билән явропаниң иқтисадий җаза чәклимиси хитайни оттура асия арқилиқ мал чиқиришни көпәйтишкә мәҗбурлиған болуп, 2024-йил 1-айдин 7-айғичә хитайниң өзбекистан вә қирғизистан арқилиқ маңдурған мели бир һәссә көпәйгән.
Қирғизистан таратқулириниң хәвәр қилишичә, хитай бу йил киргәндин башлап 100 йүк пойизини қәшқәргә, андин башқа дөләтләргә маңдурған. Бу, өткән йил маңдурған пойиздин 51 си артуқ болуп, алдинқи охшаш мәзгилдикидин 104 пирсәнт ашқан. Төмүр йол арқилиқ қәшқәргә тошулған мал 100 миң тонниға йәткән болуп, өткән йилдикидин 53 миң тонна ашқан.
“шинхуа агентлиқи” ниң бу йил 3-айда бәргән хәвиридә, уйғур елиниң 2024-йилдики ташқи содисиниң алдинқи охшаш мәзгилигә селиштурғанда 51 пирсәнттин көпрәк ашқанлиқи, буниң көп қисминиң оттура асиядики бәш җумһурийәт билән болған содидин кәлгәнлики хәвәр қилинғаниди.
Йеқинқи йиллардин буян хитайниң ташқи сода паалийәтлири һәр түрлүк чәклимә вә җаза тәдбирлиригә дуч келиватқанда, уйғур елиниң хитай үчүн муһим ишләпчиқириш базиси вә ташқи сода дәрвазиси болуп келиватқанлиқи мәлум. Хитайниң қәшқәр қатарлиқ җайларда қурған “әркин сода синақ райони” му хитайниң пакистан арқилиқ деңиз йоли содисини ечиш, оттура асия арқилиқ явропа базирини ечиш нишанини көрситип бәргәниди. Әмма хитайниң шуниңға мас һалда, уйғурларни қул әмгикигә селишни йеңичә шәкилләрдә давам қилдуруватқанлиқи адриян зениз қатарлиқ тәтқиқатчилар тәрипидин оттуриға қоюлуп кәлмәктә.