Хитай “қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони” да 37 чоң түрни йолға қоймақчи
2024.02.29
Хитай даирилири йеқинда “қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони” да тоқумичилиқ, учур-алақә, сода әшя обороти вә башқа саһәләрни өз ичигә алған 37 чоң түр бойичә иш башлашни пилан қилған болуп, бу қурулуш түрлиригә пиланланған омумий мәбләғ 3 милярд йүәндин ашидикән.
Хитай хәвәрләр ториниң хәвиридин қариғанда, қәшқәр иқтисадий тәрәққият районида әқлий иқтидарлиқ әшя оборот порти түриниң биринчи басқучиға селинған мәбләғ бир милярд йүәндин ашидиған болуп, у 567 мо йәрни игиләйдикән. Бу түр сода мулазимити, әқлий иқтидарлиқ тоңлитилған деңиз мәһсулатлири базири қуруш, мәркизий ашхана вә пишшиқлап ишләш мәркизи қуруш, рәтләш мәркизи вә юқири өлчәмлик тоңлитилған йемәклик дукини, юқири өлчәмлик йеңи сақлаш амбири қатарлиқларни қурушни өз ичигә алидикән.
Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян “қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони” да арқиму-арқидин чоң қурулуш түрлирини йолға қоюп, бу йәргә нурғунлиған чоң типлиқ карханиларни йәрләштүрмәктә. Чәт әлләрдики адриян зенз қатарлиқ мутәхәссисләр қәшқәрниң омумий қияпитини, нопус қурулмисини өзгәртишкә четилидиған бу сиясәтниң йәнә уйғурларниң мәҗбурий әмгәк салмиқини йәниму ашуридиғанлиқиға диққәт қилмақта. Болупму әслидә уйғурлар 1949-йиллири 97-98% ни игилигән, хитайлар нопуси аран 2 миң әтрапидики қәшқәр вилайитидә 2018-хитайлар нопуси 270 миңға йәткән болса, йеқинқи 6 йил ичидә шиддәт билән көпәйтилгән. Қәшқәр шәһири нөвәттә хитай шәһәрлиридин пәрқләнмәйдиған һалға келип, пүтүн маарип, иш орунлири, завут-карханиларда пәқәт хитай тили ишлитилидиған вәзийәт шәкилләнгән.