Чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлгән “2000-мунбәр” ниң йиғинида уйғурлар мәсилиси музакирә қилинған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.14

13-Өктәбир күни чехийә пайтәхти пирагада башланған 28-қетимлиқ “2000-мунбәр” ниң йиғинида уйғурлар мәсилиси муһим музакирә темилиридин бири болған. Мәлум болушичә, сабиқ тәйвән пирезиденти сәй йиңвен тәклип қилинған вә чехийә пирезиденти петир павел нутуқ сөзлигән бу қетимлиқ йиғинға, уйғурлардин паалийәтчи җәвһәр илһам, “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәр җан вә “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас қатарлиқларму тәклип қилинған. Иҗтимаий таратқулардики хәвәрләрдә, йиғинниң 14-өктәбир әтигәндә мәхсус темилар бойичә өткүзүлгән музакирә йиғинида явропа парламентиниң әзаси мириам лексман, җәвһәр илһам, әнвәр җан вә рошән аббас қатарлиқлар сөз қилған.

Мириан лексман ханим 14-өктәбир X та елан қилған бу һәқтики учурида, “2000-мунбәр” ниң бүгүн әтигәнки музакирә йиғинида, хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғурларға қарши садир қиливатқан инсанийәткә қарши җинайити һәққидики музакиригә қатнашқанлиқидин пәхирләнгәнликини ейтқан. У сөзидә: “биз һәр күни садир болуватқан җинайәткә қарши сөзләшни давамлаштурушимиз вә хитай компартийәсини җавабкарлиққа тартишимиз керәк” дегән.

Мәлум болушичә, бу қетимлиқ йиғинға тунҗи қетим сабиқ тәйвән пирезиденти сәй йиңвен қатнашқан вә нутуқ сөзлигән шундақла чехийә пирезиденти петир павел униң билән көрүшкән. Бу бир явропа дөлити рәһбириниң тунҗи қетим бир сабиқ тәйвән пирезиденти билән очуқ-ашкара көрүшүши, дәп қаралмақта.

Ройтерс агентлиқиниң қәйт қилишичә, сәй йиңвен йиғинда қилған сөзидә, тәйвән демократийәни истибдат дөләтләрниң бузғунчилиқидин қоғдашниң алдинқи сепи болуп қалғанлиқини билдүргән. Сәй йиңвенниң йиғинда тәкитлишичә, истибдат һакимийәтләр дуняға өзиниң һөкүмәт түзүлмисини експорт қилишни, учур уруши елип бериш, тәһдит селиш вә таҗавуз қилиш қатарлиқ васитиләрни ишлитип, демократик җәмийәтләрни паләч һалға чүшүрүп қоюшқа урунмақтикән. Сәй йиңвен: “тәйвән пүтүн бу һуҗумларниң алдинқи сепидә турмақта. Буниң әң йеңи ипадиси хитайниң бүгүн әтигән һәрбий маневир елип беришни елан қилишидур” дегән.

 “2000-мунбәр” ниң йиғини сабиқ чехийә пирезиденти васлав хавел тәрипидин дуняниң һәр қайси җайлиридики рәһбәрләрни, мутәпәккурларни йиғип, демократийә, кишилик һоқуқ вә аммиви тәшкилатлар мәсилилирини музакирә мәқситидә уюштурулғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.