Қирғизистанда қирғизлар билән хитай ишчилар арисида тоқунуш йүз бәргән
2019.08.06
Қирғизистанниң шималидики бир алтун кенида шу йәрдә ишләватқан хитай кан ишчилири билән йәрлик қирғиз хәлқи арисида тоқунуш йүз бәргән.
Азадлиқ радийосиниң хәвиридин қариғанда, 5-авғуст күни 500 әтрапида йәрлик хәлқ шу җайдики алтун кенини ечиватқан “җоңҗи” намлиқ хитай ширкитиниң кан райониға бастуруп кирип, хитай ишчилар билән тоқунушқан вә ширкәтниң бир қанчә киранлирини мусадирә қилған.
Қирғизистан сәһийә министирлиқиниң 6-авғуст күни билдүрүшичә, тоқунушта 20 нәпәр хитай ишчиси ярилинип дохтурға апирилған. Қирғизлар арисидиму бир қанчә киши яриланған.
Мәлум болушичә, йәрлик хәлқ хитайларниң бу йәрдә кан ечип муһитни булғиғанлиқи сәвәбидин ат-улағлириниң туюқсиз өлүп кетиватқанлиқини илгири сүрмәктикән. Бу сәвәбтин қозғалған наразилиқ һәрикәтлири өткән айдила башланған болуп, нәтиҗидә бу наразилиқ һәрикәтлири 5-авғуст күни тоқунушқа айланған.
Әмма йәрлик даириләр хитай ширкити ачқан канниң муһит булғинишиға сәвәб болмиғанлиқини, су вә тупрақта һечқандақ зәһәрлик мадда яки радиатсийә байқалмиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистан муавин баш министири кубатбек бороноф вә ички ишлар министири кашкар җунушалийефлар нәқ мәйданға йетип берип, қирғиз намайишчилардин дәрһал тарқилишни тәләп қилған. Әмма намайишчи амма буни рәт қилип, әгәр һөкүмәт бу канларни бикар қилмиса, өзлириниң бу йәрдики әслиһәләрниң һәммисини йөткиветидиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистан баш министири муһәммәдкалий абилғазийеф болса йүз бәргән тоқунуш үстидә тәкшүрүш башлайдиғанлиқини билдүрүш билән биргә, йәрлик хәлқни тоқунушни сиясий мәсилигә айландурувәтмәсликкә чақирған.