Түркийә қирғизистанни “гүләнчиләр” ниң һәрбий өзгириш қилиш хәвпи тоғрилиқ агаһландурған
2016.07.29
Түркийә һөкүмити пәйшәнбә күни қирғизистанни америкида турушлуқ түрк өлима, “нурчилар” һәрикитиниң рәһбири фәтһуллаһ гүләнниң әгәшкүчилириниң һәрбий өзгириш қилиш хәвпи тоғрилиқ агаһландурған.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түркийә “гүләнчиләр” ниң қирғизистан дөләт органлириға сиңип киргән болуши мумкинликини билдүргән.
Түрк һөкүмити түркийәдә 15-июл йүз бәргән һәрбий өзгиришни фәтһуллаһ гүләнниң қозғиғанлиқини, мәқсити президент әрдоғанни ағдуруп ташлаш икәнликини илгири сүрүп, америкидин фәтһуллаһ гүләнни өткүзүп беришни илтимас қилған. Лекин америка түркийәниң дәлил көрситишини тәләп қилған иди.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түркийә қирғизистанни гүләнчиләргә қарши кәскин тәдбир алмиди, дәп тәнқид қилған.
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу пәйшәнбә күни с н н түрк қанилиға бәргән баянатида, “қирғизистанда, мәсилән, һәрбий өзгириш болуши мумкин. Әгәр қирғизистанда һәрбий өзгириш болса, уни фәтһуллаһ террорлуқ тәшкилати елип бариду” дегән.
Түрк һөкүмити гүләнчиләр һәрикитиниң бир “террорлуқ тәшкилат” икәнликини илгири сүрүп кәлди. Қирғизистан ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң агаһландурушиға диққәт қилғанлиқини билдүрүп, лекин қирғизистанниң мустәқил, игилик һоқуқлуқ дөләт икәнликини, бир ташқи ишлар министириниң башқа бир дөләткә “ундақ қил -мундақ қил дейиши тоғра әмәс” ликини тәкитлигән.