Хитай билән қирғизистан террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневир өткүзгән


2019.08.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

6-Авғуст күни хитай хәлқ қораллиқ сақчи қисимлири билән қирғизистан дөләтлик ички аманлиқни қоғдаш қисимлири бирликтә “һәмкарлиқ-2019” намида бир мәйдан террорлуққа қарши бирләшмә маневири өткүзгән.

7-Авғуст “шинҗаң гезити” дә елан қилинған мунасивәтлик хәвәрдә дейилишичә, бу қетимлиқ бирләшмә маневир “террорлуқ тәһдитлиригә бирликтә тақабил туруш” ни арқа көрүнүш қилип, “қол тутушуп террорлуқ җинайәтләргә бирликтә зәрбә бериш” шундақла “мурәккәп террорлуқ һуҗумлирини бирликтә бәрбат қилиш” қатарлиқларни асасий мәзмун қилған икән.

Хәвәрдин мәлум болушичә, бу қетимлиқ һәрбий маневирға хитай вә қирғизистан икки тәрәптин тәхминән 150 кә йеқин командир-әскәрләр қатнашқан икән.

5-Авғуст күни қирғизистандики йәрлик хәлқ шу җайниң шималидики бир алтун кениға һуҗум қилип, бу йәрдики хитай ишчилар билән тоқунушқан вә ширкәтниң бир қанчә киранлирини мусадирә қилған иди. Мушундақ җиддий бир шараитта икки дөләтниң террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневир өткүзүши диққәт қозғиди.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза болған һәмдә иқтисадий җәһәттә хитайниң мәблиғи вә селинмисиға тайинип қалған қирғизистанниң хитай билән бирләшмә маневир өткүзүши хитайниң нөвәттә оттура асия дөләтлирини өзиниң тәсир даирисигә киргүзүшкә урунуватқанлиқиниң бир ипадиси, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.