Хитай маарип министирлиқи қирғизистанда хитайчә маарипни йолға қоюш түри бойичә иш башлиған
2022.12.15
Хитайниң шинхуа агентлиқи тарқатқан бир хәвәрдин қариғанда хитай маарип министирлиқиниң “хитай маарип байлиқ қурулуши вә хитай мәдәнийәт алақә түри” йеқинда қирғизистанда иш башлиған.
Бу қурулуш түри бойичә қирғизистанда хитай маарипини шәкилләндүрүп уни йәрликләштүрүш пилани йолға қоюлидиған болуп, оқуш басқучи башланғуч мәктәп, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәп вә университетниң барлиқ басқучлирини өз ичигә алидикән.
Хәвәрдә, бу түрниң қирғизистанға олтурақлашқан хитай муһаҗирлири вә уларниң әвладлирини нишан қилғанлиқи вә бу түрни йолға қоюшта шу йәрдики һәр қайси хитай муһаҗирлар тәшкилатлириниң йеқиндин һәмкарлашқанлиқи баян қилинған. Униңда йәнә, қирғизистан дөләтлик университети куңзи институтиниң хитай мудири чен җигуниң сөзи нәқил қилинип, хитай мәдәнийәт алақә түриниң тәрбийәләш әндизисини йолға қоюшниң әһмийити вә униң чәтәлләрдә чоң болуватқан хитай әвладлирини әла сүпәтлик маарип билән тәрбийәләш вә хитай тили өгитиштики роли мәдһийәләнгән.
Хитай маарип министирлиқиниң қирғизистандики бу қурулушини уйғур елидики “шинҗаң педагогика университети” үстигә алғаникән.
Йеқинқи йилларда америка вә башқа ғәрб әллиридә хитайниң куңзи институти вә шуниңдәк йәнә аталмиш хитай муһаҗирлар тәшкилатлириниң хитай һөкүмитиниң тәсир көрситиш васитиси сүпитидә һәрикәт қиливатқанлиқи кәң ашкарилинип куңзи иниститутлириниң паалийәтлири диққәт қозғашқа башлиғаниди.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, һазирғичә америкада илгири бар болған 118 куңзи институтиниң 104 и тақалған.
Әмма хитайниң оттура асия дөләтлиридә куңзи институтлири вә шуниңдәк һәр хил намлар астидики тәсир көрситиш һәрикитини давамлиқ кеңәйтиватқанлиқи ашкариланмақта.