Уйғур дияридики мәктәпләрниң бу йиллиқ биринчи саәтлик дәрси “қизил лексийә” билән башланған

Мухбиримиз нуриман
2021.09.02

“тәңритағ” ториниң хәвиригә қариғанда, уйғур районидики оттура-башланғуч мәктәпләр 1-сетәбир күни оқуш башлиған. Хәвәрдә дейилишичә, йеңи оқуш йили башланған биринчи күни уйғур районидики барлиқ мәктәпләр биринчи саәтлик дәрсини “партийә тарихи” ни өгиниш вә “қизил генға варислиқ қилиш” мәзмун қилинған қизил тәшвиқат программиси билән башлиған. Башланғуч-оттура мәктәпләрдики оқуғучилар шу күни компартийәни мәдийиһләш темисидики рәсим көргәзмисини көрүшкә орунлаштурулған. Кучадики 10-оттура мәктәп оқуш башлиған күни “қизил генға варислиқ қилиш” паалийити өткүзгән.

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, йеқиндин буян пүткүл хитай миқясида “меңә ююш” характерлиқ “идеологийә өзгәртиш һәрикити” қозғалған. Бу һәрикәт уйғур райони, тибәт қатарлиқ чегра районларда техиму әшәддий шәкилдә давамлашқан. Болупму уйғур районида уйғурларни асас қилған йәрлик милләт оқуғучилириға аталмиш “җуңхуа миллити ортақ еңи” тәрбийәси вә “қизил генға варислиқ қилиш” тин ибарәт ашқун коммунист идеологийәси теңилип, уларниң миллий кимликини йоқ қилиш истратегийәси иҗра қилинишқа башлиған.

Тәтқиқатчи адриян зензниң “иқтисадшунас” журнилида елан қинған мақалисидә көрситилишичә, қәшқәр вилайити вә йәркән наһийәсидә 2019-йилиниң ахириғичә 880,500 балиниң ятақлиқ мәктәпкә орунлаштурулғанлиқи тилға елинған. Игилинишичә, ятақлиқ мәктәпләр даириләрниң 24 саәтлик контроллуқи астидики лагер түсини алған мәктәпләр болуп, хитай даирилириниң нөвәттә пүтүн күчи билән уйғур пәрзәнтлиригә “меңә ююш” тәрбийәси елип бериватқанлиқи, кәлгүсидә уларни өз әҗдатлириға охшимайдиған пүтүнләй башқичә бир әвлад қилип чиқишни пиланлаватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.