Д у қ баянатчиси даириләрниң уйғур деһқанлирини қизил тәшвиқатқа уюштурушни тәнқидлиди

Йеқиндин буян хитай һөкүмәт таратқулирида, уйғур деһқанлириниң һәр хил намлардики қизил тәшвиқат паалийәтлиригә уюштурулғанлиқи һәққидики хәвәрләрниң көпийиши вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғап, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә сиясий паалийәтчилириниң тәнқидигә учриди.

Йеқиндин буян хитай һөкүмәт таратқулирида, уйғур деһқанлириниң һәр хил намлардики қизил тәшвиқат паалийәтлиригә уюштурулғанлиқи һәққидики хәвәрләрниң көпийиши вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғап, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә сиясий паалийәтчилириниң тәнқидигә учриди.

Хитайниң тәңритағ торида “7-май күни ават наһийәсиниң бәшериқ базирида үч чақлиқ мотсиклит һәйдигән 1000 ға йеқин деһқанниң базар тәвәсидики һәммә кәнткә берип, милләтләр иттипақлиқи тәшвиқати елип барған” лиқи һәққидики сүрәтлик хәвәр бесилди. Хәвәрдә йәнә бу аталмиш “қизил тәшвиқат мотсиклит” иға хитай дөләт байриқи қадалғанлиқи, бир тәрипигә хитай каттивашлириниң рәсими, йәнә бир тәрипигә қизил тәшвиқат шоарлири йезилғанлиқи тилға елинип, мәзкур мотсиклитиниң ават наһийәсиниң бәшериқ базиридики деһқан партийә әзаси төмүр қадир тәрипидин ясалғанлиқи һәм наһийилик һөкүмәтниң пул чиқириши билән бу хил мотсиклитлардин 1000 данә ясилип, йезидики деһқанлар сәпәрвәр қилинип, милләтләр иттипақи тәшвиқати елип берилғанлиқи тилға елинған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди : “хәлқарада бу хил һәрикәтләр ‛мәдәнийәт инқилаби дәвридики қизил тәшвиқат, меңә ююш‚ дәп тәриплиниватқан болсиму, әмма даириләр бу усул арқилиқ уйғурларға қаритилған сиясий зулумниң үстигә йәнә еғир мәниви зулумларни қошмақта. Буниң ақивити уйғурларниң наразилиқи вә нәпритини техиму күчәйтип, район вәзийитини техиму кәскинләштүрүши мумкин.” деди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org