Хитай һөкүмити уйғур елидики қумлуқларни көкәртиш хизмитини җиддий давамлаштурмақта
3-Июл күни шинхуа торида тарқитилған “тәклимакан қумлуқидики тәҗрибә йешил арили” мавзулуқ бир хәвәрдин мәлум болушичә, хитай даирилири нөвәттә тәклимакан қумлуқида йешиллиқ бәрпа қилишниң йоллири үстидә җиддий издәнмәктикән.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-07-04 -
-
-
3-Июл күни шинхуа торида тарқитилған “тәклимакан қумлуқидики тәҗрибә йешил арили” мавзулуқ бир хәвәрдин мәлум болушичә, хитай даирилири нөвәттә тәклимакан қумлуқида йешиллиқ бәрпа қилишниң йоллири үстидә җиддий издәнмәктикән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бу хизмәтни үстигә алған тәтқиқатчилар 90-йилларниң ахиридин башлап, қумлуқта өсидиған тоғрақ, юлғун, янтақ, җузғун қатарлиқ өсүмлүкләр үстидин нуқтилиқ тәтқиқат елип барған вә уларни тәклимакан қумлуқи вә тарим вадилирида йетиштүрүп, йешил тәҗрибә араллирини бәрпа қилған.
Тәтқиқатчилардин бири шинхуа ториға қилған сөзидә янтақларниң қумлуқни тизгинләштә наһайити муһим роли бар өсүмлүк икәнликини тәкитләп “мән һазир етиз-ериқ екеологийәлик системиси вә атмосферадики азот қатлиминиң янтақларға қандақ тәсир көрситидиғанлиқини тәтқиқ қиливатимән. Чүнки бу янтақ қатарлиқ қумлуқ өсүмлүклири кәлгүсидә йүзлинидиған йеңи бир келиматтур” дегән.
Хитай һөкүмәт таратқулири бундин илгири тарқатқан хәвәрлиридә уйғур аптоном районлуқ даириләрниң 2019-йилидин 2021-йилиғичә болған 3 йил арилиқта тарим вадисидики тоғрақлиқларни әслигә кәлтүрүш қурулушини башлиғанлиқини хәвәр қилған иди. Мәлум болушичә, униңда асаслиқ тарим дәряси вә униң тармақ еқинлири болған йәкән дәряси, ақсу дәряси, хотән дәряси вә көнчи дәряси қатарлиқ 4 дәря бойидики тоғрақлиқлар асасий нишан қилинидикән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики қумлуқларда вә тарим дәряси бойидики тоғрақлиқларни әслигә кәлтүрүшкә бунчә әһмийәт бериши көзәткүчиләрниң диққитини қозғап кәлмәктә.
Уларниң қаришичә, хитай мәркизи һөкүмити 2016-йилидин буян уйғур дияридики су қурулуши вә көкәртиш ишлириға әһмийәт беришкә башлиған болуп, буниң үчүн зор көләмдә мәбләғ аҗратқан. Көзәткүчиләр буниң хитай мутәхәссислири оттуриға қойған тибәт егизликидики ярлузаңбу дәрясиниң сүйини тәклимаканға башлап, кәлгүсидә бу районға зор санда аһалә орунлаштуруш истратегийәси билән мунасивәтлик болуши мумкинликини пәрәз қилишмақта.