Уйғур балилирини хитай тили вә мәдәнийити билән тәрбийәлигән қурбан нияз “мәмликәтлик әхлақ нәмуничиси” болуп талланған

Мухбиримиз ирадә
2019.09.05

5-Сентәбир күни, шинхуа агентлиқи “7-нөвәтлик мәмликәтлик әхлақ нәмуничилири” ниң тизимликини елан қилған. Җәмий 58 нәпәрдин тәркиб тапқан бу “мәмликәтлик әхлақ нәмуничилири” арисидики бирдин-бир уйғур вәкил уйғур балилирини хитай тили вә мәдәнийити билән тәрбийәлигән қурбан нияз болған.

Уйғур нопуси мутләқ үстүнлүкни игиләйдиған учтурпан наһийәсиниң имамлирим йезисида шәхсий хираҗити билән “дөләт тили мәктипи” ачқан қурбан нияз 2018-йилидин башлап хитай һөкүмитиниң таратқулирида бирдинла көккә көтүрүлгән шәхскә айланғаниди. 

У һәтта шу йили хитай компартийәси мәркизий комитети тәшкиллигән “ислаһат вә ечиветишниң қириқ йиллиқ мусаписигә көрүнәрлик төһпә қошқан 100 нәмуничи” ниң бири болған. Хитайниң иқтисадий қурулуш, тәбиий пән, мәдәнийәт-сәнәт, тәнһәрикәт саһәлиридики ма йүн, яв миң, лаң пиң қатарлиқ бир түркүм сәрхилләр қатарида уйғурларға вәкил болуп талланған бирдин-бир кишиниң уйғур балилириға хитай тили өгитиш биләнла қалмай, уларни йәнә мәктәп һойлисиға селинған куңзи һәйкилигә тәзим қилишқа салған қурбан ниязниң болуши уйғурларниң күчлүк диққитини қозғиди. Уйғурларға хитай мәдәнийитини сиңдүрүш үлгиси қурбан нияз 2 милйондәк уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләрниң вәкиллири лагерларға қамалған шуниңдәк уйғурларниң тәбиий пән яки иҗтимаий пән саһәлиридики миңлиған сәрхиллири йиғивелиш лагерлириға қамалған һәм уларниң арисида обзорчи ялқун рози, шинҗаң университетиниң сабиқ мудири ташполат тейип, шинҗаң медитсина университетиниң сабиқ мудири халмурат ғопур қатарлиқлар еғир түрмә җазалириға мәһкум қилинған әһвалда хитай бойичә “әхлақ нәмуничиси” болуп баһаланди. 

Техи йеқинда елан қилинған вә хитайда тунҗи қетим тарқитилидиған “җумһурийәт ордени” вә “җумһурийәт шәрәп нами” намзатлириниң тизимликидиму ғәйрәт мамут исимлик бир нәпәр уйғур орун алған. Диққәт қозғайдиғини шуки, хитайниң қурулуши вә тәрәққияти үчүн көрүнәрлик төһпә қошқанларни тәқдирләшни мәқсәт қилғанлиқи әскәртилгән бу мукапатниң намзатлири арисида бир нәпәр уйғур йәни 2016-йили гума наһийисидә йүз бәргән бомба партлаш вәқәсидә һаятидин айрилған, әйни чағдики гума наһийәлик сақчи идарисиниң сабиқ муавин башлиқи ғәйрәт мамут орун алғаниди. Радиомиз әйни чағда игилигән учурларда гуманиң көктерәк йеза 23-кәнтидә йүз бәргән шу күнки вәқәдә ғәйрәт мамутниң идаридики бир хитай сақчи ишқа кәлмигәнлики үчүн аилә тәкшүрүшигә чиққанлиқи вә туюқсиз байқалған бир гуманлиқ вәқәни тәкшүрүш үчүн бир өйниң гәмисигә чүшкәндә бомба партлап кетип нәқ мәйданда өлгәнлики ашкариланғаниди. юқириқидәк мукапатларға таллиниватқан хитайлар билән уйғурлар арисидики рошән селиштурма көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.