Америка президенти җов байдин тунҗи рамизанлиқ тәбрикидә уйғурларни тилға алди

Мухбиримиз әзиз
2021.04.13
Уйғур мәсилиси америка һөкүмитиниң “өткүнчи дөләт хәвпсизлики истиратегийә көрсәтмиси” гә киргән Америка президенти байдин ақсарайда сөз қилмақта. 2021-Йили 2-март, вашингтон.
REUTERS

Америка президенти җов байдин 12-апрел күни өзи вә рәпиқиси җил ханим намидин америка вә дуняниң башқа җайлиридики мусулманларға йоллиған рамизанлиқ тиликидә уйғурларни тилға алди һәмдә “уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә давамлиқ қариши туридиған” лиқини билдүрди.

Җов байдин баянатида алаһидә қилип: “хитайдики уйғурлар, бермидики роһинга вә башқа мусулманлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә давамлиқ қариши туримән” дәп көрсәтти.

Мәлум болушичә, бу америка президентиниң тунҗи қетим уйғурларниң намини биваситә атап туруп рамизанлиқ тәбрик йоллиши болуп, униң мәзкур тәбрик баянати хитайда уйғурларға қаритилған диний, миллий вә ирқий бастуруш һәссиләп артқан мәзгилгә тоғра кәлди.

Тәбрик баянатида җов байдин нөвәттики вирус вабасиға қарши тәдбирләр түпәйлидин рамизан мәзгилидә мусулманлар аммисиниң илгирикидәк җәм болуп коллектип ибадәт қилиши қийинға чүшсиму, бу уларниң аллаһқа болған сөйгүси вә инсаний мәҗбурийитигә болған тонушиниң техиму йүксилишигә тәсир көрсәтмәйду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Шуниңдәк вабаға қарши күрәш мәзгилидә мусулманлар аммисиниң һәрқайси җайлардики сақлиқни сақлаш вә аммиви мулазимәт саһәсидә биҗанидил хизмәт қилғанлиқиға болған чәксиз миннәтдарлиқини ипадилиди.

Баянатта алаһидә орун алған йәнә бир нуқта һәрқайси җайларда йәнила охшимиған дәриҗидә мәвҗут болуватқан мусулманларға қарши кәйпиятни кәскин әйибләш болди. Җов байдин бу тоғрилиқ сөз болғанда “бу хил биртәрәплимилик вә мусулманларға һуҗум қилиштәк қилмишлар пүтүнләй хата. Биз буни һәргизму қобул қилалмаймиз” деди.

Президент җов байдин тәбрик баянатниң ахирида “қуран” ниң “нур” сүрисидики “аллаһ-асманларниң вә земинниң нуридур” дегән айәтни нәқил кәлтүрүш арқилиқ йеқин кәлгүсидә нурға толған үмидләрниң зулмәт үстидин ғалип келишигә болған ишәнчини ипадилиди.

У рамизанлиқ баянатида, бу бир айниң техиму көп хәйрликкә вә бәрикәткә сәвәб болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Униң бу һәқтики тәбрик баянатнамиси ақ сарайниң тор бетидә һәмдә америка президентиниң твиттер бетидә елан қилинип, һәр саһә кишилириниң қизғин алқишиға сазавәр болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.