Уйғур диярида телефон вә учур алақилиридә раст исим қоллиниш бәлгиләнди

Мухбиримиз үмидвар
2016.10.02

Уйғур районида 1 - өктәбирдин етибарән телефон вә учур - алақә торлирини кимлик кинишкиси бойичә тизимлаш башланған.

Телефон вә учур алақә торлири абонентлирини өз исим фамилиси бойичә тизимлашниң уйғур райониниң нөвәттики мурәккәп вәзийитигә асасән муқимлиқни қоғдаш үчүн икәнлики билдүрүлгән.

“шинҗаң гезити”ниң хәвиридә тәкитлинишичә, мәзкур йеңидин йолға қоюлған низам хитай дөләт рәиси ши җинпиң оттуриға қойған “шинҗаң хизмитиниң баш нишанини изчиллаштуруш вә әмәлийләштүрүштики зор тәдбир” болуп һесаблинидикән вә муқимлиқ һәм әминликни қоғдаш әһмийитигә игә икән.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң “телефон вә алақә тори абонентлириниң раст салаһийәт учурини тизимлап башқуруш низами” дәп аталған 28 маддилиқ мәзкур қануни бәлгилимә рәсмий тәстиқтин өтүп, 1 - өктәбир күнидин етибарән пүтүн уйғур райони даирисидә әмәлийләштүрүлүш башланған болуп, телефон вә алақә тор абонентлири бирдәк һалда раст салаһийәт учурини тизимға алдуридикән, бу бәлгилимигә хилаплиқ қилғучи шәхс яки телефон - учур алақә тиҗарәтчилири вә яки ширкәтләр қануний җавабкарлиққа тартилидикән.

Хитайдики, болупму уйғур районидики учур алақә вә интернет әркинлики мәсилиси узундин буян хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитидин орун еливатқан болуп, нөвәттә, уйғур районидики интернет тор қолланғучилириға болған контроллуқму һәссиләп күчәйтилгәнлики, кишиләрниң уйғур интернет тор бәтлиридә өз кимлики яки башқа исим қоллинип, әркин муназирә елип бериши яки пикир баян қилишиниң қаттиқ назарәт астида икәнлики шикайәт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.