Рәйһан әсәт: “әгәр уйғурларниң һаятиму қиммәтлик дейилсә, олимпикни чоқум бейҗиңдин йөткәш керәк”

Хитай һөкүмити тәрипидин лагерға қамалған вә кейин 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иниси әкбәр әсәт үчүн паалийәт қиливатқан адовкат рәйһан әсәт 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини хитайдин йөткәшни тәләп қилди.

Хитай һөкүмити тәрипидин лагерға қамалған вә кейин 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иниси әкбәр әсәт үчүн паалийәт қиливатқан адовкат рәйһан әсәт 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини хитайдин йөткәшни тәләп қилди.

У “вол-ситрит жорнили” да елан қилған бу һәқтики интайин күчлүк мақалисидә һелиһәм буниңға сада чиқармайватқан хәлқара олимпик комитетини вә қоллиғучи ширкәтләрни әйиблиди. Рәйһан әсәт өзиниң “әгәр уйғурларниң һаятиму қиммәтлик дейилсә, у чағда олимпик мусабиқисини чоқум йөткәш керәк” мавзулуқ мақалисидә мундақ дәп язған: “мән 2008-йили бейҗиң язлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини өткүзгәндә вухәндә туруп хошаллиқ билән тәбриклигән идим. 13 Йилдин кейин мән 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәркәт мусабиқисиниң бейҗиңдин йөткилишини, әгәр бу таллаш мәғлуп болса, дипломатик байқут қилишни тәшәббус қиливатимән. Мениң мәйданим зор дәриҗидә өзгәрди, чүнки мән демократик йөнүлүшкә қарап тәрәққий қилишини үмид қилған хитайдин ибарәт бу дөләт һазир рәһимсизлик дәриҗисигә берип йәтти. Хитай һөкүмити иним әкбәр әсәтни өйидин узақ вә сесиқ нами пур кәткән ақсу түрмисидә ялғуз кишилик қамақ җазасиға дучар қилди.”

Рәйһан мақалисидә2008-йили олимпик мәзгилидә гәрчә бейҗиңдики уйғурлар қоғлап чиқирилған болсиму, әмма әйни чағда өзиниң йәнила үмидини сақлап қалғанлиқини баян қилған. У йәнә 2009-йили 7-айдики “үрүмчи вәқәси” дә намайишчиларни кәң көләмдә түрмигә солаш, кишилик һоқуқ адвокатлириға зәрбә бериш вә “қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” ниң йолға қоюлуши вә илһам тохтиниң түрмигә ташлиниши билән өзиниң хитай һөкүмитигә болған үмидиниң аҗизлашқанлиқини баян қилған. У ақивәттә өз иниси әкбәр әсәтниңму бу күнсайин зораванлашқан бу һакимийәтниң қурбани болғанлиқини тәкитләп мундақ дегән:

“дуня хитайниң 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәркәт мусабиқисидики вәдисигә әмәл қилмиғанлиқини вә очуқ-ашкарә һалда уйғур вә башқа түркий хәлқләргә зулум қиливатқанлиқини унтуп қалғандәк қилиду. Хәлқара олимпик комитети корона вирус юқуми сәвәбидин бултурқи язлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини кечиктүрди. У һалда немишқа келәр йилдики мусабиқини милйонлиған кишиләрни қийнаш, мәҗбурий туғмас қилиш, басқунчилиқ вә ач қоюш адәткә айландурулған бу дөләттә өткүзүшниң орниға уни кечиктүрмәйду яки башқа дөләткә йөткимәйду?”

Рәйһан әсәт олимпик комитетиниң “сиясий әндишиләр олимпик роһини булғайду” дегән баһанә билән әмәлийәттә дәл олимпик роһиға хилаплиқ қиливатқанлар билән апақ-чапақ болуватқанлиқини қаттиқ тәнқидлигән. У бундақ қилғанда хитайниң орнини мустәһкәмләп, униң зулум вә ирқий қирғинчилиқни йәршарилаштурушиға йешил чирақ йеқип беридиғанлиқини агаһландурған.

Рәйһан әсәт йәнә олимпик мусабиқисиниң қоллиғучи ширкәтлири болған кокакола вә “ейирбиәнби” (Airbnb) ширкәтлириниң йүзсизликиниму қаттиқ әйиблигән. У мақалисини төвәндики җүмлиләр билән аяқлаштурған: “уйғурларниң һаяти қиммәтлик, һечқандақ тиҗарәт гуруһиниң сода мәнпәәти бизниң мәвҗутлуқимиз вә иззәт-һөрмитимиздин муһим әмәс. Дуня хитайниң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини өткүзүши керәкму-йоқ дегән талаш-тартишта туруватқан пәйтләрдә, мән иним иккимиз олтуруп бирликтә бу мусабиқидин һозурлинидиған күнләрни әсләп қалдим. Әгәр у өзиниң һаяти вәһший җаза лагерида вәйран қилиниватқан шу минутларда хәлқараниң техиму гүзәл бир дуня бәрпа қилишни мәқсәт қилған тәнтәрбийә мусабиқисини хитайниң өткүзүшигә йол қойғанлиқини уқса, қандақ бир һессиятта болар-һә?”

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org