Америка уйғурлири роза һейт намизини бирликтә оқуди

Америкадики уйғурлар үчүн хасийәтлик паалийәтләрниң бири болған 2019-йиллиқ роза һейт намизи 4-июн күни файрфакс шәһридики “уйғур карханичилар тори” ниң паалийәт залида оқулди. Америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән бу йиллиқ һейт намизиға вашингтон шәһри, вирҗинийә вә марийланд шитатлиридики бир қисим уйғурлар, шундақла америкиниң пайтәхти вашингтон шәһридә дуня уйғур қурултийи тәшкиллигән “уйғур һәптилики” паалийитигә қатнишиш үчүн дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғур җамаити қатнашти.

Файрфакс шәһридики уйғур диний затлиридин нурдун һаҗим бу қетимқи һейт намизиға имамлиқ қилди. Залға йиғилған нәччә йүз уйғур җамаити уйғур тилида һейт хутбиси аңлиди. Намаздин кейин җамаәт бирликтә вәтәндики уруқ-туғқанлири, шуниңдәк өзлири тонуйдиған вә тонумайдиған барлиқ қериндашлириға хатирҗәмлик вә аманлиқ тилиди. Шуниң билән биргә бигунаһ һалда лагерларға қамалған вә һәр хил муддәттә қамақ җазасиға һөкүм қилинған кишиләргә әркинлик вә һөрлүк тиләп дуаға қол көтүрди.

Гәрчә муһаҗирәттики барлиқ уйғурларға охшаш америкадики уйғур җамаитиму һейт хошаллиқини өз уруқ-туғқанлири билән бирликтә тәбрикләш имканиға игә болмисиму, мушу қетимқи паалийәттә уйғурлардики әсирләр бойи давам қилип кәлгән коллектиплиқ вә өмлүк роһи йәнә бир қетим җари болди. Шундақла муһаҗирәттә өсүп-йетиливатқан уйғур гөдәклириниң уйғурлуқ кимлики һәққидики чүшәнчилиригә йеңи мәзмунлар сиңдүрүлди.

Намаздин кейин уйғур җамаити бирликтә нашта қилди. Һәрқайсий уйғур аилилири халис тәйярлап кәлгән мол вә рәңга-рәң йемәкликләр билән бирликтә нашта қилғач уйғурларниң уруқ-туғқанларсиз өтүватқан роза һейтида һәммила уйғур бир-биригә қериндаштәк болуп кәткән иди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org