Сүрийәгә учқан русийә айропилани қазаға учрап 92 адәм өлди
2016.12.25
25-Декабир күни русийәниң “ту-154” типлиқ бир һәрбий айропилани қара деңиз бойидики сочи шәһиридин учуп, анчә узун өтмәйла радардин йүтүп кәткән вә бу айропиланниң қара деңизға чүшүп кәткәнлики мәлум болған.
Русийәниң интерфакис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, айропилан сочидин айрилип, икки минуттин кейинла радардин ғайип болған вә учқучи төвәнгә һечқандақ сигнал беришкиму үлгүрмигән. Айропиланда 92 адәм бар болуп, мәзкур һәрбий айропилан сүрийәгә қарап учқан иди. Айропланда александров намидики һәрбий сәнәт өмикиниң 60 нәпәр артиси бар болуп, улар сүрийәдики русийә һәрбий базисиға берип, русийә һәрбийлириниң йеңи йилни күтүвелиш паалийитигә қатнашмақчи икән. Бу айропланда булардин башқа йәнә русийәниң бир қанчә теливизийә истансисиниң син гурупписиму бар икән.
Һазир, вәқә йүзбәргән 10 километир даиридики деңиз районида 27 парахот, төт тик учар айропилан издәшни башлиған болуп, буниңға 3000 дин артуқ адәм қатнашқан. Һазирғичә, өлгән 10 адәмниң җәсити сузүвелинған.
Президент путин баш министири медведевқа бу вәқәни ениқлаш комиссийиси қурушни тапшурған. Бу вәқә һәққидә һазир һәр хил қияслар мәвҗут болсиму, әмма йәнә айропиланниң һавада партлап кәткәнлик еһтималлиқиму илгири сүрүлмәктә икән.
Русийә тәрп 26-декабир күнини дөләт бойичә матәм күни қилип бекиткән.