Русийәниң йәнә түркийә һава бошлуқи тәвәликигә киргәнлики тәнқидкә учриди
2016.01.31
Русийә дөләт мудапиә министирлиқи түркийә тәрәпниң 30 - январ күнидики русийәниң бомбардиманчи айропиланниң йәнә түркийә һава бошлуқи тәвәликигә киргәнликигә аит қаттиқ әйиблишигә инкас қайтуруп, бу әйибләшни рәт қилған. Русийә мудапиә министирлиқи вәкили генерал майор игор конашенков мәзкур әйибләшни рәт қилған.
Б б с агентлиқиниң йезишичә, 30 - январ күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни русийәниң су - 34 типлиқ бомбардиманчи айропиланиниң түркийә һава бошлуқи чеграсини бузғанлиқи сәвәбидин русийәниң түркийәдики баш әлчисини чақиртип, түркийәниң наразилиқини билдүргән.
Ройтерсниң йезишичә, америка дөләт мудапиә министирлиқи вәкили марк врайит русийә айропиланиниң йәнә бир қетим түркийә һава бошлуқи тәвәликигә киргәнликиниң муәййәнләштүргән һәмдә русийәни шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң һава бошлуқини һөрмәт қилишқа чақирған.
Нато баш катипи җинс столтенберг русийәниң бу қилмишини тәнқид қилип, русийәни натониң һава бошлуқи тәвәликини бузмаслиққа капаләтлик қилидиған барлиқ чариләрни қоллинишқа чақирған.
Түркийә авази радиосиниң хәвәр қилишичә, түркийә президенти әрдоған мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб берип, русийәни тәнқид қилип, “бу хилдики мәсулийәтсизләрчә ташлиған қәдәмләр нә русийәгә нә нато - русийә мунасивәтлиригә нә район вә дуня тинчлиқиға пайдиси йоқ. Әксичә җиддий зиян бериду.” дегән. У, йәнә русийәни “п к к террорчи тәшкилатини қоллиди” дәп әйиблигән