Русийәниң новосибирск шәһиридики уйғур тамақханиси олимпик чемпийонини бир йил һәқсиз тамақ билән тәқдирлиди

Мухбиримиз үмидвар
2016.10.02

Йеқинқи йиллардин буян оттура асия җумһурийәтлиридики уйғур аһалилири арисида русийәниң һәр қайси шәһәрлиригә берип тирикчилик қилиш көпәйгән болуп, бир қисим русийә шәһәрлиридә уйғур ашханилири вә ресторанлири арқиму - арқидин ечилмақта. Русийәниң сбирийә районидики чоң шәһәр новосибирск шәһиридики бир уйғур тамақханисиниң бир нәпәр олимпик чемпийониға бир йилғичә һәқсиз тамақ беришни қарар қилғанлиқиға аит хәвәр “комсомол һәқиқити” гезитидә елан қилинди.

Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, уйғур тамақханисиниң хоҗайини хәмит тохтийев өзи әсли тәнһәрикәт маһири болуп,у новосибирск шәһиридин чиққан гирик - римчә челишиш бойичә олимпик чемпийони роман власов билән йеқин достлуқ мунасивитигә игә. Роман 12 йешидин тартип, хәмит тохтийевниң көз алдида чоң болған һәмдә у изчил хәмит тохтийевниң илһамландуруши һәтта ярдәмлиригә еришкән.

Мәзкур чемпийон уйғур тамақлириға алаһидә амрақ болуп, ләғмән, манта, полу қатарлиқ йемәкләр униң әң яхши көридиған тамақлири икән. Хәмит тохтийев, роман лондондики олимпик мурасимиға маңғанда әгәр чемпийон болса униңға бир йил һәқсиз тамақ беридиғанлиқини ейтқан вә у чемпийон болуп қайтип кәлгәндин кейин өз вәдисини орундиған.

Бу қетим роман власов рйода өткүзүлгән олимпик мусабиқисигә меңиш алдида мәзкур уйғур ашханиси уни дағдуғилиқ узатқан вә хәмит тохтийев әгәр у йәнә олимпик чемпийони болса уни бир йилғичә бир вақ һәқсиз тамақ билән тәқдирләйдиғанлиқини ейтқан. Һәқиқәтән роман власов бу қетимму чемпийон болуп, бу хил тәқдирләшкә еришкән.

Һазир новосибирск шәһиридики бу уйғур ашханисиниң нами чиққан болуп, бу ашханиға мәзкур шәһәрдики даңлиқ шәхсләр, олимпик чемпийониниң достлири вә башқилар даим келип, уйғур тамақлиридин һозурлинидикән.

Русийә мәтбуатиниң йезишичә, әгәр мәзкур олимпик чемпийони бу ашханида һәр күни бир тәхсә һәқсиз ләғмән йесә, бир йилда 54 миң рубли иқтисад қилип қалидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.