Русийә вә хитай дөләт мудапиә һәмкарлиқини техиму күчәйтидиғанлиқини җакарлиди
2024.10.16
“ройтерис” ниң 10-айниң 15-күнидики хәвиригә асасланғанда, русийә билән хитай мунасивәтни күчәйтиш үчүн “әмәлий” мудапиә вә һәрбий сөһбәт өткүзгән. Русийә дөләт мудапиә министири сәйшәнбә күни америкиниң асияда тәсирини кеңәйтиш тиришчанлиқини тәнқид қилиш билән бирликтә, москва билән бейҗиңниң “чәклимигә учримайдиған” һәмкарлиқни техиму күчәйтидиғанлиқини оттуриға қойған иди.
Русийә дөләт мудапиә министири андрей белосов (Andrei Belousov) мундақ дегән: “русийә билән хитай һәрбий тармақлири дуня тәртипи вә болуватқанларға баһа бериштә ортақ пикиргә игә. Биз нөвәттики вәзийәттә немә қилиш керәкликини ортақ тонуп йәттуқ”.
Хитай мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси җаң йөшя (Zhang Youxia) русийә билән “наһайити әһмийәтлик” сөһбәт елип барғанлиқини ейтқан. Сөһбәттин кейин хитай дөләт мудапиә министирлиқи мундақ дегән: “һәр икки тәрәп һәрбий мунасивәтни чоңқурлаштуруш вә кеңәйтиш вә юқири қатламлиқ учришишларни сақлашни үмид қилиду”.
Русийә пирезиденти владимир путин 16-май күни хитайға икки күнлүк рәсмий зиярәт қилған иди. Русийә пирезиденти путин билән хитай рәиси ши җинпиңниң бейҗиңдики учришишида, улар русийә вә хитайниң бирләшмә баянатини елан қилип, өзлириниң “истратегийәлик мунасивити” ни қайта тәкитлигән вә америкаға қарши һәмкарлишишқа вәдә беришкән иди.
10-Июл вашингтонда ечилған шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) дөләт башлиқлири йиғинида, нато ға әза 32 дөләт рәһбириниң қошулуши билән хитайниң нато ниң бихәтәрликигә биваситә тәһдит елип кәлгәнлики җакарланғаниди. Бу нато ниң тунҗи қетим хитайни нато дөләтлириниң истратегийәлик мәнпәәти үчүн тәһдит дәп етирап қилиши болуп, униңдиму хитай русийә армийәсигә зөрүр болған “қорал запчаслири” вә башқа техникилар билән тәминләшни тохтитишқа чақирилғаниди.