Уйғур аптоном райониниң сабиқ рәисиниң йеңи вәзиписи диққәт қозғиди

Мухбиримиз нуриман
2021.10.25

Хитай хәлқ ториниң хәвиригә қариғанда хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети йеңи вәзипигә тәйинләнгән өлкә дәриҗилик партийә комитетиниң сабиқ секретарлиридин сәккиз кишиниң тизимликини елан қилған. Бу тизимлик ичидә уйғур аптоном районниң сабиқ рәиси шөһрәт закирму бар болуп, у 13-нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи милләтләр ишлири комитетиниң муавин мудирлиқиға тәйинләнгән.

Хитай даирилири 30-сентәбир күни 2015-йилдин буян уйғур аптоном райониниң рәислик вәзиписини өтәп келиватқан шөһрәт закирниң истепанамисиниң қобул қилинғанлиқини, униң орниға уйғур аптоном райониниң муавин рәислик вәзиписини өтәп келиватқан әркин туниязниң мувәққәт рәис қилип тәйинләнгәнликини елан қилғаниди.

Мәлум болушичә, шөһрәт закир уйғур аптоном райониниң рәислик вәзиписини өтигән мәзгилдә хитай һакимийитиң уйғурларға йүргүзгән бастуруш сиясәтлири юқири пәллигә чиққан.

Америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған 2021-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклатида уйғурларниң диний әркинлик әһвалиниң йилсери начарлашқанлиқи, хитай һөкүмитиниң аз дегәндә бир милйондин артуқ уйғурни лагерларға қамиғанлиқи, диний вә миллий кимлики сәвәблик уларға мәҗбурий ғайиб қиливетиш, сиясий тәрбийә, җисманий қийин-қистақ, роһий вә җисманий хорлаш, мәҗбурий туғмас қиливетиш, мәҗбурий әмгәккә селиш вә узун муддәтлик тутуп туруш васитилирини қоллиниватқанлиқи пакитлири билән көрситип берилгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.