Хитай тәшвиқат тармақлири чәт әлдики хитай техника ширкәтлири арқилиқ санлиқ мәлумат топлимақтикән
2024.05.03
Австралийә истратегийәлик сиясәт институти 1-май күни тәтқиқат доклати елан қилип, хитай тәшвиқат тармақлириниң чәт әлдики хитай техника ширкәтлири арқилиқ, чәт әл тор абунтлириниң санлиқ мәлуматлирини топлайдиғанлиқини илгири сүргән.
“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, хитайниң дөләт контроллуқидики тәшвиқат тармақлири чәт әл тор абунтлириниң санлиқ мәлуматлирини топлашта, темо қатарлиқ даңлиқ хитай тор сода супилири билән өз ара маслишип һәрикәт қилмақта икән. Хәвәрдә бу санлиқ мәлуматларниң сахта учур тарқитишни күчәйтиш вә хитайниң чәт әлдики башқа тәшвиқат паалийәтлиридә ишлитилидиғанлиқини билдүргән.
“вашингтон почтиси” ниң ейтишичә, доклатта хитай дөлитиниң контроллуқидики тәшвиқат тармақлириниң тор сода суписи вә електиронлуқ тор оюни суписини өз ичигә алған даңлиқ тор супилириниң өзара бағлинишлиқ икәнликини ениқлап чиққан болуп, супиларниң америка вә башқа җайларда йүз милйонлиған абунти бар икән. Мәзкур доклат америка дөләт мәҗлисиниң йеқинда арқа-арқидин қанун мақуллап, хитайниң байти дәнс ширкитигә қарашлиқ тикток иҗтимаий алақә суписидин хитай билән болған алақисини үзүшини тәләп қилиши, пирезидент байденниң бу қанунға рәсмий қол қоюши арқисидинла елан қилинған.
Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай иҗтимаий алақә супилириниң америкалиқ абунтлар үчүн дөләт хәвпсизлик тәһдити пәйда қилидиғанлиқини агаһландуруп кәлгән. “вашингтон почтиси” ниң билдүрүшичә, австралийә истратегийәлик сиясәт институтиниң мәзкур доклатни тәйярлашқа йетәкчилик қилған сабиқ алий тәтқиқатчиси саманта хофман: “улар бу ширкәтләрдин пайдилинип, қиммәтлик истратегийәлик санлиқ мәлуматларға еришип кәлди, шундақла бу санлиқ мәлуматларни хитайниң ичи вә сиртида пишшиқлап ишләп һәм тәшвиқат хизмәтлиридә қоллинишиға түрткә болди” дегән.