Хитай даирилири уйғур елидә сәдәп қулулиси йетиштүрүп мәрвайит ишләпчиқиришини башлиған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.22

Хитай даирилириниң нөвәттә уйғур елидики йезиларда йәрлик муһитқа мас кәлмәйдиған мәһсулатларни йетиштүрүватқанлиқи мәлум болмақта.

Хитайниң “шинхуа тори” 22-ноябир күни тарқатқан хәвиридә, уйғур елиниң нурғун җайлирида салмон белиқи, қисқучпақа, түклүк қисқучпақа, рак вә сәдәп қулулиси йетиштүрүлидиған бақмичилиқ мәйданлири қурулуп мол һосул елинғанлиқи вә пүткүл хитайдики көп хил су мәһсулатлириға болған еһтияҗини қандуруватқанлиқи баян қилинған.

Хәвәрдә дейилишичә, уйғур елидики бу су мәһсулатлири бақмичилиқи мәйданлирида йетиштүрүлүватқан сәдәп қулулилиридин дәсләпки қәдәмдә сүпәтлик мәрвайит елинған болуп, пат йеқинда кишиләр униңдин ясалған зибу-зиннәтләрни сетивалидикән. Бу мәрвайитлар тәклимакан қумлуқиниң мәркизигә җайлашқан чәрчән наһийәсидики деңиз мәһсулатлири бақмичилиқ мәйданида йетиштүрүлгән сәдәпләрдин йиғивелинған болуп, келәр йилидин башлап базарға селинидикән.

“шинхуа тори” хәвиридә, “мәрвайит йетиштүрүш шинҗаңниң бақмичилиқ кәспидики әң йеңи илгириләш, қумлуқтики нопусниң аз болуши вә ичкири өлкилиригә қариғанда санаәт булғинишидин йирақ болушидәк сәвәбләр әла сүпәтлик су мәһсулатлирини йетиштүрүш үчүн көңүлдикидәк муһит билән тәминләйду” дәп баян қилған.

Туз-ишқар бақмичилиқи дәп атилидиған, җүмлидин уйғур елиниң қурғақ һавасида деңиз муһити тәқлид қилинған бақмичилиқ базилирини қуруш хитай һөкүмити биваситә қоллаватқан вә хитай университетлириниң тәтқиқат бөлүмлири биваситә қоллаватқан түр икән.

Нөвәттә, хитай су мәһсулатлири ширкәтлириниң тәклимаканниң оттура қисмидики су кәмчил җайларға бақмичилиқ мәйданлири қуруши шу җайниң екологийәсигә тәсир көрситип, йәрлик җанлиқ түрлириниң йоқилишини кәлтүрүп чиқиришидин әндишә қилинмақта.

Йәрлик деһқанчилиқ органлиридин нәқил елинған рәқәмдин қариғанда, уйғур елидә 2023-йили 184 миң тонна су мәһсулатлири ишләпчиқирилған болуп, мәһсулат қиммити 3 милярд 860 милйон йүән (тәхминән 537 милйон доллар) болған. 2025-Йилға барғанда, уйғур елиниң пүткүл белиқчилиқ санаәт зәнҗириниң тәхминән 20 милярд йүән мәһсулат қиммити яритидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән.

“шинхуа тори” ниң юқиридики хәвиридә, уйғур елидики деңиз мәһсулатлири бақмичилиқи саһәсиниң 14 миңға йеқин адәмни хизмәт билән тәминлигәнлики көрситилгән.

Һалбуки, деңиз мәһсулатлири бақмичилиқ саһәси уйғур мәҗбурий әмгики ишлитиливатқан саһә икәнлики америкадики мустәқил органларниң доклатлирида қәйт қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.