Хитай һөкүмитиниң өз баянлири “сериқбуя вәқәси” дики бирқисим сирларни ашкарилиди

Мухбиримиз әзиз
2021.12.01

2013-Йили 23-апрел күни маралбеши наһийәсиниң сериқбуя йезисида болған қанлиқ тоқунуш уйғур дияридики қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири ‍ичидә бирқәдәр зор тәсиргә игә вәқәләрниң бири һесаблиниду.

Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” 1-декабир күни зор һәҗимлик әслимә елан қилип, әйни вақиттики бу қанлиқ тоқунушниң “қәбиһ террорлуқ қилмиши” икәнликини, хитай қораллиқ қисимлириниң буниңға “чақмақ тезликидә җаваб қайтурғанлиқи” ни алаһидә гәвдиләндүргән. Шуниңдәк бу вәқәдә хитай сақчилири вә кадирлиридин 15 кишниң өлгәнлики, қаршилиқ көрсәткүчи уйғурлардин алтә кишиниң етп өлтүрүлгәнликини ашкарилиди.

Әмма шу вақитта радийомиз игилигән мәлуматларда хитай һөкүмитиниң “өй тәкшүрүш гурупписи” намидики аһалә комитети әзалириниң өйму-өй тәкшүрүп, йәрлик уйғурларни диний паалийәтләрдин тосуши, шундақла уларниң диний либасларни кийишигә чәклимә қоюши, пиланлиқ туғут сияситини қаттиқ елип бериши түпәйлидин аһалиләр билән кадирлар оттурисида тоқунуш келип чиққанлиқи, һөкүмәт даирилири уларни “террорлуқ” гумани билән қолға алмақчи болғанда тоқунушниң әвҗигә чиқип өй ичидикиләрниң хитай кадирлириға һуҗум қилғанлиқи ашкара болғаниди. Шу ишлардин кейин хитай сақчилар мәзкур өйни “террорчилар йошурунған” дәп қатму-қат қоршивалған һәмдә өй ичидикиләр билән сақчилар оттурисида тоқунуш болуп, бир мәйдан қанлиқ вәқә пәйда болғаниди.

Бу қетим хитай сақчи хадимлиридин маралбеши наһийәси чоңқурчақ сақчиханисиниң башлиқи сулайман мәсут вә сериқбуя йезилиқ парткомниң сабиқ секретари ма венбо бу һәқтә әһвал тонуштуруп “шу күни йеңи базар аһалиләр комитетиниң кадирлири вә сақчилар бир қисим ярдәмчи сақчиларниң һәмраһлиқида аһалиләрниң ‍өйлирини тәкшүрүватқаниди. Шу вақитта бир өйдики кишиләрниң гуманлиқ икәнликини байқап қалған” дегән. Әнә шуниңдин кейинки тоқунушта қолиға палта вә пичақ алған өй игилири қораллиқ сақчилар билән елишип кадир вә сақчилардин 15 кишиниң өлүши, өй игиси вә өй ичидики башқилар болуп алтә кишиниң етип ташлиниши келип чиққан.

Мәлум болушичә, уйғур дияридики көп қисим қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири һөкүмәт хадимлириниң мушу хилдики “өй тәкшүрүш” намида пуқраларниң хусусий маканини паракәндә қилиши арқисида тоқунушқа айлинип кәткән. Әмма хитай һөкүмити һазирғичә изчил “террорчилар дәсләп болуп һуҗум қилған” дегән баянни тәкрарлап кәлмәктә икән.

Көзәткүчиләр ,хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқи вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқи америка һөкүмити вә бирқисим дөләтләр парламентлири тәрипидин бирдәк етирап қилинип, хәлқара тәшкилатлар тәрипидин қаттиқ әйиблиниватқанда хитай даирилириниң буниңдин 8 йил бурунқи вәқәни қайтидин көтүрүп чиқирип буни өзини ақлашқа ишләткәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.