Сәуди әрәбистан һөкүмити йәнә бир уйғурни тутқун қилған

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири сәуди әрәбистан һөкүмитидин тутқундики һәмдулла вәли билән нурмуһәммәт розини хитайға қайтурмаслиққа тәләп қиливатқан бир вақитта, улар тоғрилиқ учур йәткүзиватқан йәнә бир уйғурниму тутқун қилған.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири сәуди әрәбистан һөкүмитидин тутқундики һәмдулла вәли билән нурмуһәммәт розини хитайға қайтурмаслиққа тәләп қиливатқан бир вақитта, улар тоғрилиқ учур йәткүзиватқан йәнә бир уйғурниму тутқун қилған.

Һәмдулла вәлиниң түркийәдә турушлуқ пәрзәнтлириниң радийомизға ейтишичә, сәуди даирилири бу һәптә һәмдулла вә нурмуһәммәт тоғрисида уларға учур йәткүзиватқан мәккәдики бир кишини тутқун қилип, “һәммисини чеградин қоғлап чиқириш мәркизигә қамап қойған.”

Һәмдулла вәлиниң аилисидикиләр бихәтәрлик сәвәбидин өзлиригә хәвәр йәткүзүп турған бу кишиниң исмини ашкарлашни рәт қилди. Уларниң ейтишичә, хәлқара җәмийәт уларни хитайға қайтурулуш хәвипидин сақлап қалмиса, уларниң қайтурулуши вақит мәсилиси болуп қалған икән. Һәмдулла вәли 2020-йили 2-айда ‍өмрә һәҗ қилиш үчүн сәуди әрәбистанға берип, шу йили 11-айда сәуди даирилири тәрипидин тутқун қилинған. Шу қетим һәмдуллани мәккәдики ‍иҗарә алған өйидә турғузған нурмуһәммәт рози исимлик уйғурму, униң билән тәң тутқун қилинған иди.

Һәмдулланиң пәрзәнтлири вә сәуди әрәбистандики башқа учур мәнбәлири ‍өткән һәптә радийомизға һәмдулла билән нурмуһәммәтниң җиддә шәһиридики даһбан түрмисидин риядқа йөткәп кетилгәнлики, нурмуһәммәтниң сәуди әрәбистанда турушлуқ гуваһнамиси бикар қилинғанлиқини билдүргән. Сәуди даирилириниң хитай рәиси ши җинпиң бу йил 5-айда сәуди әрәбистанда зиярәттә болидиған бир пәйттә, уйғур тутқунлирини чеградин қоғлап чиқириш мәркизигә йөткиши кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу мунасивәт билән баянат елан қилип, сәуди даирилирини уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа чақирған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org