Сәуди әрәбистандики уйғур тутқунлириниң аилә әзалири америка президенти байдендин уйғурларни сақлап қелишни тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2022.07.15

Америка президенти җов байден 15-июл сәуди әрәбистанни зиярәт қилишқа башлиған бир вақитта, американиң с н н тори сәуди әрәбистанда тутуп турулуватқан уйғур тутқунлириниң мәсилисини күнтәртипкә елип кәлди. С н н ниң хәвиридә ейтилишичә, уйғур тутқунлириниң башқа дөләтләрдики аилә әзалири президент байдендин уйғур тутқунлирини хитайға қайтурулуштин сақлап қелишни тәләп қилған.

Хәвәрдә, сәуди әрәбистанниң сәуди пуқралириниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйиблинипла қалмай, бирқисим уйғурларни тутқун қилиш вә хитайға өткүзүп бериш билән әйиблиниватқанлиқи, тутқунлардин һәмидулла вәлиниң қизлириниң президент байденни дадиси вә тутқундики қалған 3 нәпәр уйғурниң хитайға қайтуруштин сақлап қелишқа чақирғанлиқии билдүрүлгән.

Сәуди даирилири 2020-йили түркийәдин сәуди әрәбистанға үмрә һәҗгә барған турпанлиқ диний зат һәмдулла вәли, шундақла һәмдулла вәлини ‍өйидә қондурған сәуди әрәбистанда олтурушлуқ уйғурлардин нурмуһәммәт розини тутқун қилған. Сәуди даирилири йәнә бу йилниң башлири нурмуһәммәт розиниң бурунқи аяли бухәлчүм абла билән униң 10 нәччә яшлиқ қизини тутқун қилип, уларниң һәммиси хитайға қайтуруш үчүн риядқа йөткәп кәткәниди. С н н хәвиридә бухәлчәм абланиң риядқа елип маңғанда тартилған видийосиниму елан қилди. Хәвәрдә, шундин бери улардин һечқандақ хәвәр елиналмиғанлиқи билдүрүлгән.

С н н ниң ейтишичә, улар бу тоғрилиқ сәуди һөкүмити билән алақиләшкән болсиму, бирақ һөкүмәт җаваб бәрмигән. Һәмдулла вәлиниң қизлиридин нуриман вәли президент байденға қилған чақириқида, бирдин-бир үмидниң америкада қалғанлиқини билдүрүп: “президент байден сәуди әрәбистанни зиярәт қилғанда сәуди һөкүмити билән сөзлишип, уларниң гунаһсиз икәнликини ейтип, уларни қоюп беришни тәләп қилишини сораймиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.