Сәудий әрәбистан һөкүмитигә уйғурлар мәсилисидә соал қоюлди

Мухбиримиз әзиз
2020.11.24

Йеқинда сәуди әрәбистан һөкүмитиниң икки нәпәр уйғур муһаҗирни тутқун қилғанлиқи һәмдә уларни хитайға өткүзүп бериш еһтималиниң барлиқи мәлум болғандин кейин һәр саһәниң күчлүк тәнқидигә дуч кәлди.

23-Ноябир күни кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәхсус баянат елан қилип “сәуди һөкүмитиниң бу уйғурларниң әһвали һәққидә мәлумат бериши һәмдә уларни қәтии хитайға қайтурмаслиқи” ни тәләп қилди. Мәзкур тәшкилатниң оттура шәрқ ишлири директори җов сторк бу һәқтә қилған сөзидә: “сәуди һөкүмити 20 дөләт башлиқлири йиғинида өзлириниң иҗабий образини яратмақчи болуватиду. Әгәр бу уйғурларни хитайға қайтуруп бәрсә уларниң хәлқарадики абройи бир тийин болиду” дегән.

Мәлум болушичә, бир қисим ислам һөкүмәтлириниң уйғурларни тутқун қилиш вә хитайға өткүзүп бериш қилмиши бирнәччә қетим садир болған һадисә болуп, бу қетим һәр саһә хәлқи сәуди әрәбистан һөкүмитини өзлири имза қойған хәлқаралиқ әһдинамиларға риайә қилишқа җиддий үндимәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.