“дәвр” журнили: “америка 30 йил аввал америкадики хитай оқуғучиларни қоғдиған, әмди уйғурларни қоғдаш вақти кәлди”
Америкидики “дәвр” һәптилик журнилиниң алий муһәррири майкел зений мәзкур журналда мақалә елан қилип, американиң “тйәнәнмен вәқәси” дә америкадики хитай оқуғучилирини қоғдиғанлиқи, мана әмди уйғурлар американиң өзлирини қоғдишини тәләп қиливатқанлиқини билдүргән.
-
Мухбиримиз әркин
2019-06-03 -
-
-
Америкидики “дәвр” һәптилик журнилиниң алий муһәррири майкел зений мәзкур журналда мақалә елан қилип, американиң “тйәнәнмен вәқәси” дә америкадики хитай оқуғучилирини қоғдиғанлиқи, мана әмди уйғурлар американиң өзлирини қоғдишини тәләп қиливатқанлиқини билдүргән.
Майкел зенийниң қәйт қилишичә, буниңдин 30 йил аввал америкадики хитай оқуғучилар хитайға қайтип барса тутқун қилинип, қамақ җазаси яки әмгәк лагериға әвәтилидиғанлиқини илгири сүргән болса, мана әмди уйғурлар шуниңға охшаш тәқдиргә дуч кәлмәктә икән. У америкадики оқуғучи әркин арафатни зиярәт қилип, униңдин әгәр у юртиға қайтип барса қандақ болидиғанлиқини сориған. Әркин әрәфат өзиниң “әгәр мән тәләйлик болса қамақ җазасиға һөкүм қилинидиғанлиқи яки лагерға әкитилидиғанлиқи, әгәр тәйили болмиса из-дерәксиз ғайиб болушуши мумкинлики” ни билдүргән.
Аптор йәнә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң мәсули софийә ричардсонни зиярәт қилған болуп, униң “америкадики вә һәрқандақ җайдики уйғурниң қоғдашқа еһтияҗлиқ икәнлики ениқ” дегәнликини, америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ әмәлдари майкел козакниң бу йил 3-айда уйғурларниң һазирқи вәзийитини “1930-йиллардин кейин көрүп бақмиған” дәп тәсвирлигәнликини билдүргән.
Аптор йәнә америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мудирийәт һәйитиниң рәиси нури түркәлниң сөзини нәқил кәлтүргән. Нурий түркәл “бир уйғурниң бир йоллуқ йоллуқ биләт елип хитайға қайтип барса, униңға немә болидиғанлиқини қияс қилиш мүшкүл әмәс” ликини тәкитлигән. Униң қәйт қилишичә, “американиң уйғур оқуғучилириға алаһидә қоғдилиш салаһийити бериши хитайға униң шинҗаңдики мусулманларға тутқун муамилисиниң қобул қилинмайдиғанлиқи һәққидә ениқ сигнал беридикән.” у америка вә башқа җайлардики хитайниң ғәзипини қозғашқа тәвәккүл қилип, сөзләшкә җүрәт қиливатқан бәзи уйғурларниң аилә әзалириниң қоюп берилгәнлики, “буниң хитай һөкүмитигә бесим пәйда қилип, кишилик һоқуқ мәсилисидә кичик болсиму, бәзи қәдәмләрни бесишқа мәҗбурлиғанлиқини көрситидиғанлиқи, лекин уларниң давамлиқ сөзлиши үчүн американиң уларни қоғдишиға тоғра келидиғанлиқи” ни билдүргән.