“шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң юқири дәриҗиликләр йиғини бу һәптә ахирида ечилмақчи

Мухбиримиз ирадә
2018.06.07

Ройтерз агентлиқиниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, хитай “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң мушу һәптә ахири ечилидиған юқири дәриҗиликләр йиғинида районида “радикаллиққа қарши уруш” ни күчәйтишни тәкитләйдикән.

Мәлум болушичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимлиқ йиғини шәнбә вә йәкшәнбә күнлири хитайниң чеңдав шәһиридә ечилидикән.

Йиғин башлиништин аввал хитайниң “шинхуа агентлиқи” хәвәр берип, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләтләрниң 2013-2017-йиллири арисида қораллиқ тәшкилатларға аит 500 дин артуқ һәрбий базини тармар қилип, хәлқаралиқ террор тәшкилатлириниң 2000 дин артуқ адимини қолға чүшүргәнликини илгири сүргән.

Шинхуа агентлиқи өз хәвиридә йәнә ислам дөлити тәшкилатидин қайтқан қораллиқлар билән күрәш қилишниң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң муһим темилириниң бири дәп көрсәткән.

Ройтерз агентлиқи өз хәвиридә хитайниң узундин буян уйғур елида “терорлуқ тәһдити” барлиқини илгири сүрүп, райондики бастурушлирида росийә вә оттура асия дөләтлириниң қоллишға еришп кәлгән болсиму, әмма нурғун ғәрб дөләтлириниң хитай һөкүмитини бу мәсилидә тәнқитләп кәлгәнликини баян қилған.

Хәвәрдә йәнә бу қетимлиқ йиғинда хитай һөкүмити “үч хил күч” ләргә зәрбә беришни тәкитләшни алдинқи пиланға қойсиму, әмма башқа әза дөләтләрниң һәммисиниң өз алдиға башқа муһим күнтәртиплири барлиқини билдүрүп, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң әза дөләтлири арисда ихтилап мәвҗутлуқи, бу дөләтләрниң техи һәммә дөләт ортақ етирап қилған бир депломатик тилда бирликкә келип болалмиғанлиқини баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.