Хитай җ х министириниң шәхси паспортқа нопус тәләп қилмаслиқ уқтуруши диққәт қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2015.12.29

Хитайниң шинхуа ториниң 28-декабир елан қилған “шәхси иш сәвәбидин чеградин чиқиш кинишкиси йәни паспорт беҗиридиғанлардин нопус қәғизи тәләп қилинмайду” сәрләвһилик хәвәр диққәт қозғиди.

Шинхуа агентлиқи хитай җ х министириниң уқтурушидин нәқил елип хәвәр қилишичә,“пуқраларниң паспорт беҗириши, хоңкоң авмен, тәйвән райониға бериш рухсәтнамиси қатарлиқларни беҗириштә вақит чәклимисини йолға қоюш, ундин башқа шәхси иши үчүн дөләт чеграсидин чиқиш рәсмийити беҗиргүчиләрдин кимликини тәкшүрүш қәғизи вә нопус қәғизини тапшуруш рәсмийитиниң бикар қилинғанлиқи, башқа мунасивәтлик рәсмийәтләрни җ х министирлиқиниң тор бекитидин көрсә болидиғанлиқи”тәкитләнгән.

Һалбуки бирнәччә йилдин буян хитайда уйғур вә тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң паспорт беҗиришиниң үзлүксиз һалда, һәр хил чәклимиләргә учрап келиватқанлиқи хәлқарада үзлүксиз тәнқидләшкә учраватқан мәзгилдә хитай җ х министириниң паспорт беҗиришни қулайлаштуруш уқтуруши тарқитиши диққәт қозғиди.

Җ х министири түнүгүн елан қилған “паспорт беҗириш рәсмийитини асанлаштуруш уқтуруши”ниң уйғур районида қандақ иҗра қилиниши уйғур вәзийити көзәткүчилириниң диққитини тартқан мәсилиләрниң бири.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.