Ши җинпиң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқни һәссиләп күчәйтмәкчикән
2020.09.30
“вашингтон почтиси” гезити тори 29-сентәбир “ши җинпиң ирқй қирғинчилиқ җинайитини һәссиләп күчәйтиватиду” намлиқ мақалә елан қилип, ши җинпиңниң һечнемигә қаримай ирқий қирғинчилиқ җинайитини давам қиливатқанлиқини, хәлқараниң буниңға йетәрлик инкас қайтурмайватқанлиқини оттуриға қойған.
Мақалидә ейтилишичә, өткән үч йилда хитай һөкүмити уйғур районида ирқий қирғинчилиқни башлап, милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман милләтләрни лагерларға солап, уларни диний етиқадидин ваз кечишкә, чошқа гөши йейишкә, хитай компартийәсини күйләп шеир оқушқа мәҗбурлиған; уйғур балиларни ата-анисидин айрип, ятақлиқ мәктәпләрдә хитайчә тәрбийәлигән вә аялларни туғмас қилип, уйғур нопусиниң көпийишини чәклигән; һәммә йәргә камера орнитип, пүтүн хәлқни тәқиб астиға алған.
Хитайниң бу җинайити хәлқараға ашкара болғандин кейин, америка вә башқа ғәрб әллири һөкүмәтлири униңға қарши инкас қайтурушқа башлиған. Америка һөкүмити хитай билән сода уруши қозғап хитай иқтисадиға зәрбә бәргәндин башқа йәнә “уйғур кишилик һоқуқи сиясити қануни” ни мақуллап, хитай компартийиси әмәлдарлириға җаза йүргүзүп, қул әмгәккә четишлиқ малларниң америкаға кириши чәкләп, хитайға бу җинайәттин қол үзүш тоғрилиқ сигнал берип кәлгән. Алдинқи һәптә америка авам палатаси уйғурларни қул қилип ишлитишкә четишлиқ малларни америкаға импорт қилишни чәкләш тоғрилиқ қанун лайиһиси мақуллиған.
Әмма хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңға буларниң һечқайсиси тәсир қилмиған болуп, алдинқи һәптә ечилған “шинҗаң хизмити йиғини” да: “әмәлийәт испатлидики, компартийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни түзәш истратегийәси пүтүнләй тоғра” дегән вә техиму көп тәдбир қоллинип “хитайниң дөләт еңини уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң қәлбидә чоңқур йилтиз тартқузуш”, йәни уларни хитайлашуруш буйруқи бәргән. Бу ши җинпиңниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқни һәссиләп күчәйтидиғанлиқиниң аламити икән.
Мақалидә билдүрүлүшичә, алдинқи һәптә ашкариланған икки түрлүк доклат ши җинпиңниң бу қәбиһ пиланини испатлап беридикән. Австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат институти елан қилған “шинҗаң санлиқ мәлумат қурулуши” да көрситилишичә, хитай уйғур районида он нәччә йәргә түрмигә охшайдиған қурулуш селиватқан болуп, 2019-йилдин буян йеңи селинған лагер 61 гә йәткән. Униңдин башқа, “вашингтон почтиси” гезитиниң мухбирилири қәшқәр әтрапида йеңидин селинған чоң лагерни байқиған болуп, егиз қоршалған тамниң ичидә 13 бина бар икән, һәр бина 5 қәвәтлик болуп, тәхминән 10 миң адәм сиғидикән. Иккинчи доклатта көрситилишичә, 2017-йилдин буян, 8500 мәсчит чеқиветилгән, 7500 мәсчит бузғунчилиққа учриған.
Мақалидә мундақ дейилгән: “ши җинпиң өзиниң бу җинайитини давамлаштуруш нийитини ениқ билдүргән болсиму, хәлқара җәмийәтниң буниңға болған инкаси йәнила төвән болмақта. Мәсилән, явропа иттипақи пәқәт уйғур райониға тәкшүрүш өмики әвәтиштәк ақмас бир тәклипни оттуриға қоюштин башқа иш қилмиди. Һалбуки, ғәрб әллири бу җинайәткә чоқум бирликтә инкас қайтуруп, хитайға техиму юқири бәдәл төлитиши керәк.”









