Хитайда йүз бәргән намайишлардин кейин ши җинпиң сәуди әрәбистаниға барған
2022.12.08
Үрүмчидә йүз бәргән от апити вә хитайниң қамал сияситигә қарши намайишлар дуняниң диққәт нуқтисиға айланған бир вақитта, хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң сәуди әрәбистаниға зиярәткә барған.
“японийә хәвәрлири” ториниң 8-дикабир күнидики хәвиридә “ши җинпиң хитайда йүз бәргән намайишниң тәсирини башқа яққа бураш үчүн сәуди әрәбистан зияритини башлиди” дейилгән.
Бу хәвәрдә билдүрүлүшичә, хитай һөкүмити бу зиярәт рәсмий башланғичә уни елан қилмиған. Хитайдики намайишлар, ши җинпиңни тәхттин чүшүшкә чақиришлар униңға мәлум бесим вә тәһдит шәкилләндүргән болуши мумкин икән. Әгәр у бу қетимлиқ зиярәткә бармиса, “ақ қәғәз инқилаби” дин қорқуп талаға чиқалмиған болуп қалидикән-дә, намайишниң техиму узақ созулушиға мәдәт бәргән болуп қалидикән.
7-Дикабир күни сәуди әрәбистанға барған ши җинпиң, бу йәрдики төт күнлүк зияритини башлиған. Бу җәрянда у тунҗи нөвәтлик хитай-әрәб әллири рәһбәрлири йиғини вә хитай-деңиз қолтуқи һәмкарлиқи комитети йиғиниға қатнишидикән һәмдә сәуди әрәбистанниң падишаһи салман вә вәли әһдиси муһәммәд бин салман билән көрүшүп, сәудидин техиму көп нефит елиш, дрон (адәмсиз айропилан) сетиш вә башқа истратегийәлик мәнпәәтләр үстидә келишим түзидикән.
Хәвәрдә тәһлил қилинишичә, сәуди әрәбистан ши җинпиңни бир нәччә күн катта күтивелиш арқилиқ өзиниң көп қутуплуқ дуняға, йәни америкадин башқа хитайғиму муһтаҗ икәнлики һәққидә сигнал бәрмәкчи болған.