Шиветсарийә хитай җасуслириниң “қайнайдиған макани” ға айлинип қалған
2023.06.29
“әл-җәзирә” ниң 27-июндики обзорида ейтилишичә, шиветсарийә федератсийә истихбарат мулазимити (FIS) йеқинда “украина урушидин кейин дөлитимиз хитай вә русийә җасуслири қайнайдиған маканға айлинип қалди” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай әвәткән җасусларниң бир қисми дипломатийә тониға урунувалған һалда иш беҗиридиған болуп, уларниң нәччә онлиған җасуси шиветсарийәдә хитай әлчиханисиниң қоманданлиқида болуватқанлиқи мәлум. Әмма хитай җасуслириниң көп қисми дипломатийә саһәсидики сиртида, болупму илим-пән, ахбаратчилиқ вә сода саһәсидә паалийәт қилидикән. Шиветсарийә федератсийә истихбарат мулазимитиниң мәсули кристиян дуссей (Christian Dussey) бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “һазир хитайниң җасуслуқ қилмишлири бәк әдәп кетиватиду. Уларниң буниңға аҗратқан хираҗитиму йилдин йилға ешиватиду. Биз уларға қарита ‛өтүшкә болмайдиған сизиқ‚ ни әң зор дәриҗидә көрситип бериватимиз” дегән.
Хитай һөкүмитиниң бу хил җасуслуқ паалийәтлири һәмдә уларниң бир қисим дөләтләрдә йошурун сақчи понкитлири қуруп чиққанлиқи йеқиндин буян көпләп мәлум болмақта. Әмма хитай һөкүмити бу қетимму бу әһвални кәскин рәт қилған. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси мав ниң 26-июн күни мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб берип, “шиветсарийәниң бу һәқтә ейтқанлири пүтүнләй асассиз төһмәт” дегән.