Шөһрәт закирдин кейин чен чүәнгому хотәнни зиярәт қилип намратлиқни түгитишни тәкитлиди

Мухбиримиз ирадә
2019.04.08

Уйғур аптоном райони парткомниң секретари чен чүәнго уйғур елидики лагер түзүминиң зәрбисигә әң еғир учриған вилайәтләрдин болған хотән вилайитидә тәкшүрүштә болған.

Хитайниң тәңритағ тори қатарлиқ таратқулиридин мәлум болушичә, у мушу айниң 6-күнидин 7-күнигичә хотән вилайитиниң хотән шәһири, хотән наһийәси, қарақаш, чира, лоп вә гума наһийәлиридә тәкшүрүштә болған.

У бу җәрянда хотәндики чоң-кичик карханиларни, мәктәп вә йәслиләрни вә уйғурларниң өйлирини зиярәт қилған. Униң бу қетимлиқ зияритиниң баш темиси хотәнниң намратлиқ мәсилисини һәл қилиш икән. Хәвәрдин мәлум болушичә, чен чүәнго хотәндики бир қанчә юқири вә оттура дәриҗилик техникалиқ тәрбийәләш орунлирини зиярәт қилған шуниңдәк у кәмбәғәл аһалиларға қарита “техникалиқ тәрбийәләшни давамлаштуруш” ни тәкитлигән.

Мәлумки, хәлқарада хитайниң уйғурларни “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики йиғивелиш орунлириға қамиғанлиқи тәнқид қилиниватқан болуп, хитай һөкүмити бу орунларни “техника тәрбийәләш мәркәзлири” яки “мәктәплири” дәп чүшәндүрмәктә.

Техи йеқинда уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закирму мәхсус хотән вилайитидики нийә наһийәси, қарақаш вә чира наһийәлирини зиярәт қилған вә өйму-өй кирип деһқанларни зиярәт қилип, охшашла хотәндики намратлиқ мәсилисини үзүл-кесил һәл қилишни тәкитлигән иди.

Хотән вилайити хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин башлап йолға қойған лагер түзүминиң әң еғир зәрбисигә учриған вилайәтләрниң бири. Хотән вилайитиниң өзидила лагерға кирип кәткән адәм саниниң нәччә йүз миңға йетидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. Мушундақ бир шараитта юқиридики бу икки хитай юқири дәриҗилик әмәлдариниң арқа-арқилап хотәнни зиярәт қилиши күчлүк диққәт қозғимақта.

Көзәткүчиләрниң пәрәз қилишичә, нөвәттә хәлқарада б д т вә һәрқайси дөләтләр һөкүмәтлириниң уйғур елидики лагерларға қарита мустәқил һалда халиған орунда тәкшүрүш елип бериш һәққидики тәләплири қаттиқ күчәймәктикән. Улар мушундақ болғуси зиярәтләр алдида лагер сиртидики уйғурларниң кәң көләмлик наразилиқини пәсәйтиш, уларни иқтисадий ярдәмләр арқилиқ мәликә қилишни мәқсәт қиливатқан болуши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.