Шөһрәт закир лагердики тутқунларниң “оқуш” пүттүрүп, өйлиригә қайтқанлиқини илгири сүрди

Мухбиримиз әркин
2019.12.09

Уйғур аптоном районлуқ райониниң рәиси шөһрәт закир 9‏-декабир бейҗиңда ахбарат йиғини өткүзүп, хитайниң “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларда тутуп турулуватқан тутқунларниң “оқуш” пүттүрүп өйлиригә қайтқанлиқи, лекин йеңи тәрбийәләнгүчиләрниң бу лагерларға давамлиқ кирип-чиқип туридиғанлиқини билдүргән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шөһрәт закир йәнә ғәрб әллириниң лагерлар һәққидики тәнқидлирини вә американиң “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни әйиблигән. Б д т вә хәлқара кишилик һоқуқни қоғдиғучилар хитайниң “террорлуққа” вә “әсәбийликкә” қарши туруш намида йиғивелиш лагерлириға соливалған 2 милйондәк уйғур вә башқа мусулман тутқунларни қоюп беришни тәләп қилип кәлгән. Америка авам палатаси өткән һәптә мутләқ көп аваз билән “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни мақуллиған. Қанун лайиһәсидә чен чүәнго башчилиқидики хитай әмәлдарлирини җазалаш тәләп қилинған. Мәзкур қанун лайиһәси хитай даирилирини қаттиқ сарасимға селип, хитай таратқулирида америкаға қарши омумйүзлүк тәшвиқат һуҗуми башланғаниди.

Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, шөһрәт закир “нөвәттә тәрбийәләнгүчиләрниң һәммиси пүттүрүп болди. . . . . . . . Улар һөкүмәтниң ярдимидә муқим ишқа орунлишип, турмуш сапаси юқириқи көтүрүлди” дегән. Униң қәйт қилишичә, “шинҗаң кишиләрниң шәхсий арзуси асасида тәрбийәләшни давамлаштуридикән, шундақла тәрбийәләнгүчиләр бу орунларға әркин кирип-чиқип туридикән.”

Хитай һөкүмити һазирға қәдәр бу лагерларға қанчилик уйғур қамалғанлиқини ашкарилап бақмиған. Шөһрәт закир чәтәлниң бу җәһәттики пәризини “пүтүнләй тоқуп чиқирилған” дегән. У юқириқи сөзләрни лагер шаһитлириниң гуваһлиқ сөзлиридә вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлирида хитайниң лагердики нурғун тутқунларни қамаққа һөкүм қилип, түрмиләргә йөткигәнлики, нурғун тутқунларни завут карханиларға орунлаштуруп, мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини илгири сүрүлүватқан мәзгилдә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.