Җәнубий хитай сәһәр почтиси: бейҗиң “11-сентәбир вәқәси” дин пайдилинип ш т и һ ни америкиниң террорлуқ тизимликигә алдурған

Мухбиримиз әркин
2021.09.03

Хоңкоңдики “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезити 2-сентәбир мақалә елан қилип. “11-сентәбир” террорлуқ һуҗуми хитайниң америка билән болған мунасивитини оңшивелишиға истиратегийәлик пурсәт яритип бәргәнлики вә ш т и һ ни униң террорлуқ тизимликигә алдурғанлиқини билдүргән. Мақалидә ейтилишичә, “11-сентәбир” террорлуқ һуҗумидин бурун бош һөкүмити хитайни истиратегийәлик рәқиб, дәп бекиткән болсиму, бирақ террорлуқ һуҗуми американиң диққитини буривәткән.

Американиң әйни чағдики бейҗиңда турушлуқ 2-номурлуқ дипломати чарлес фреманниң ейтишичә, “хитай бу пурсәттин пайдилинип яхши вә һәмкарлашқучи қияпәттә нишанни ‍өзидин йирақлаштурған”.

Мақалидә, хитайниң сабиқ рәиси җяң земинниң2001-йили 12-сентәбир күни президент бушқа телефон қилип, һал сориған вә қоллайдиғанлиқини билдүргән тунҗи чәтәл рәһбири икәнлики, боз һөкүмитиниң кейинки йили ш т и һ ни террорлуқ тизимликигә киргүзүп, буниңға җаваб бәргәнликии билдүрүлгән.

Мақалидә американиң сабиқ ярдәмчи ташқи ишлар министири ричард бовчерниң сөзи нәқил кәлтүрүлүшичә, хитай йиллардин бери бу гуруһни террорлуқ тизимликигә киргүзүшни тәләп қилип кәлгән болсиму, лекин америка тәрәп “бу кишиләр кимләр? биз әмәлийәттә уларни, бундақ тәшкилатни, уларниң паалийитини көрүп бақмидуқ” дәп җаваб берип кәлгәникән.

Ричард бовчер: “биз хитайниң буни баһанә қилип, уйғурларниң пешиға чүшмәкчи болғанлиқини биләттуқ” дегән. У йәнә: “11-сентәбирдин кейин кариват астиға киривалған һәр бир террорчини тапқан болсақму, бирақ уйғурлардин җиддий бирәрини тапалмидуқ” дәп әскәрткән. Мақалидә йәнә бейҗиңниң афғанистандики уйғур қораллиқлирини контрол қилишта пакистан вә талибанлардин пайдиланғанлиқи билдүрүлгән. Мақалидә ейтилишичә, бейҗиң 1999-йили пакистан арқилиқ талибанларға бесим ишлитип, афғанистанни база қилған уйғур қораллиқлирини пассиплаштурған, уларниң хитайни нишан қилған мәшиқ базилирини тақап, базидикиләрни башқа җиһатчи лагерларға тарқақлаштуруш арқилиқ уларниң нишани вә тәсирини аҗизлатқаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.