Америкиниң гуаңҗуда турушлуқ консулханисидин бир қанчә хадим “сирлиқ кесәллик” түпәйли қайтуруп келингән

Мухбиримиз ирадә
2018.06.07

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка дөләт ишлири министирлиқи америкиниң гуаңҗудики консулханисидин бирқанчә дипломатийә хадимлирини “сирлиқ кесәллик” сәвәбидин америкиға қайтуруп кәлгән.

Америка дөләт ишлири министирлиқиниң чаршәнбә күни кәчтә елан қилған баянатида мундақ дейилгән: “хитайниң гуаңҗу шәһиридә турушлуқ бир нәпәр америка консулхана хадиминиң сирлиқ бир аваз сәвәбидин меңә зәхимлиниш һадисиси көрүлгәнлики ениқланғандин кейин, министирлиқимиз хитайға мәхсус теббий өмәк әвәтип, консулхана хадимлири вә уларниң аилә әзалирини тәкшүрди. Мәзкур консулханидики бир қанчә нәпәр дипломатийә хадимимизниң саламәтликини йәниму илгириләп тәкшүрүш үчүн америкиға қайтуруп келинди.”

Мәлум болушичә, америкиниң гуаңҗудики консулханисида хизмәт қилидиған бир нәпәр дипломатийә хадими вә униң аилисидикиләр бултур йил ахиридин башлап қулақ түвидә ғәлитә бир аваз пәйда болғанлиқини һес қилған. Аилә әзалириниң һәммисидә бинормал баш ағриқи көрүлгәндин кейин, у бу әһвални америкиниң бейҗиңдики баш әлчиханисиға вә вашингтондики америка дөләт ишлири министирлиқиға уқтурған.

Бу ғәлитә әһвалниң америкиниң хитайда турушлуқ башқа консулхана хадимлиридиму көрүлгәнлики мәлум болғандин кейин, бейҗиңдики америка баш әлчиханиси өткән айда хитайдики америкилиқларни сирлиқ аваз һуҗумидин агаһ болушқа вә бу һәқтә көрүлгән ғәйрий-нормал аламәтләрни дәрһал мәлум агаһландурған иди.

2016-Йили америкиниң кубадики әлчихана хадимлири вә уларниң аилә тавабатлиридин болуп 24 киши сирлиқ аваз һуҗумиға учриған. Қулиқиға ғәлитә аваз аңланған бу кишиләрдә йеник дәриҗидә меңә зәхимлиниш көрүлгән болуп, уларда баш ағриқи, баш қейиш, қусуш, аңлаш сезимини вақитлиқ йоқитиш қатарлиқ аламәтләр көрүлгән. Америка тәрәп буниң билән дәрһал кубадики дипломатийә хадимлирини қайтуруп кәлгән. Шуниң билән бир вақитта йәнә кубаниң америкида турушлуқ 16 нәпәр дипломатийә хадимини чеградин қоғлап чиқарған иди.

Америка дөләт ишлири министири майк помпийо өткән ай америка дөләт мәҗлисидики бир гуваһлиқ бериш йиғинида қилған сөзидә америкиниң хитайдики консулхана хадимлирида көрүлгән бир қисим ғәлитә кесәллик аламәтлириниң 2016-йили америкиниң кубада турушлуқ әлчихана хадимлирида көрүлгән аламәтләр билән охшайдиғанлиқини билдүргән.

Америка дөләт ишлири министирлиқи чаршәнбә күнидики баянатида нөвәттә америкиниң хитай билән кубадики дипломатийә хадимлириға елип берилған сирлиқ аваз һуҗуми арисида мәлум бир бағлинишниң бар-йоқлуқини давамлиқ тәкшүрүватқанлиқини ейтқан.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң пәйшәнбә күни мухбирларниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, “америка тәрәп бу йеңи әһвал һәққидә биз билән техи рәсмий алақә қилмиди,” дегән.

Мәзкур сирлиқ аваз һуҗуминиң дәл америка-хитай икки дөләт арисидики тиҗарий тәңпуңсизлиқлар талаш-тартиши юқири пәллигә көтүрүлгән, америка җәнубий деңизниң хәлқара әркин деңиз сәпиригә очуқ болуш мәсилисидә хитайға қаратқан бесимни күчәйткән бир мәзгилдә йүз бериши күчлүк диққәт қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.