Бундин кейинки сиясий бастурушниң техиму юқири сәвийәгә көтүрүлүшидин бешарәт берилмәктә

Йеқинда бейҗиңдин қайтип кәлгән уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго 7-өктәбир күни үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ парткомниң кеңәйтилгән йиғинини чақирған.

Йеқинда бейҗиңдин қайтип кәлгән уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго 7-өктәбир күни үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ парткомниң кеңәйтилгән йиғинини чақирған.

“тәңритағ тори” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, йиғинда хитай компартийәси секретари ши җинпиңниң хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқини 70 йиллиқ хатириси үчүн өткүзүлгән һәрбий паратта сөзлигән сөзиниң роһини өгиниш тәләп қилинған. Шуниң билән биргә уйғур дияридики һәр саһә “төт тонуш”, “төт ишәнч” қаришини күчәйтиш билән биргә “иккини һимайә қилиш”, “партийә қурулған йүз йил вә дөләт қурулған йүз йил” нишани үчүн техиму зор әстайидиллиқ билән хизмәт қилишқа чақирилған.

Хәвәрдә буниң “компартийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини иҗра қилиш, иҗтимаий муқимлиқ вә узаққа созулған әминлик бәрпа қилиштәк баш нишан” ниң бир қисми икәнлики, буниң болса “җуңхуа миллитиниң зор гүллиниши” гә қошулған төһпә болидиғанлиқи алаһидә әскәртилгән.

Нөвәттә чен чүәнгониң бу қетимқи бейҗиң сәпиридә хитай рәиси ши җинпиңдин қандақ йолйоруқларни елип кәлгәнлики һәққидә түрлүк тәхминләр оттуриға чиқмақтикән. Бу қетимқи мәхсус йиғинни бәзиләр хитай һөкүмитиниң уйғурлар диярида бундин кейин қилмақчи болған ишлириниң алдин җакарлиниши, дәп қараватқан болуп, америкадики уйғур паалийәтчиләрдин америка уйғур бирләшмиси рәиси елшат һәсән: “бу йиғинниң қарарлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясәтлириниң буниңдин кейин техиму чиңийип маңидиғанлиқидин бешарәт” деди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org