Софийә ричардсон б д т ға әза дөләтләрни уйғурлар үчүн бирдәк аваз чиқиришқа дәвәт қилди
2019.03.13
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири комитетиниң директори софийә ричардсон ханим бүгүн мәзкур тәшкилатниң тор бетидә баянат елан қилип, б д т ға әза дөләтләрни 15-март күни б д т да өткүзүлидиған хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә қарап чиқиш йиғинида хәтәр астида яшаватқан уйғурлар үчүн ортақ аваз чиқиришқа дәвәт қилди.
Хитайниң һазирға қәдәр кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики тәклипләрни “хитайниң әмәлийитигә ят, хитай қанунлириға хилап вә һәққаний әмәс” дәп рәт қилип кәлгәнлики әскәртилгән мәзкур баянатта бу хил позитсийәниң хитайниң б д т кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиш нийитиниң дурус әмәсликини, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң ролини инкар қилиш нийитидә болуватқанлиқини ашкариланғанлиқи әскәртилгән.
Хитайниң нөвәттә уйғур райондики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йәнила давамлаштуруш койида болуватқанлиқи әскәртилгән бу баянатта әгәр б д т ға әза дөләтләр бу қетимқи пурсәтни чиң тутуп бирдәк аваз чиқарса, уйғурларни хәтәрдин қутулдурушта кечиккән болмайдиғанлиқи тәкитләнгән.









