Водров вилсон мәркизи архипидин совет сиясий бийоросиниң 1945-йили, 22-июндики һөҗҗити орун алди
2016.12.25
Йеқинда америкидики водров вилсон мәркизиниң соғуқ мунасивәтләр уруши дәвригә аит архиплири қатаридин орун алған совет иттипақи компартийиси мәркизи комитетиниң 1934-1949-йиллири арисидики уйғур дияриға аит сиясий қарарлириға мунасивәтлик һөҗҗәтләр тәркибигә совет иттипақи компартийиси мәркизи комитети сиясий бийоросиниң 1945-йили, 22-июн күнидики мәхсус “шинҗаң” һәққидики йиғин қарариниң рус тилидики копийиси вә инглизчә тәрҗимә нусхисини киргүзүлгән.
Совет компартийиси сиясий бийоросиниң мутләқ мәхпи бу қарари 7 маддидин тәркип тапқан.
Водров вилсон мәркизиниң торидики бу архип һөҗҗитидин ашкарилинишичә, совет сиясий бийороси 1945 йили. 6-Айниң 22-күни совет иттипақи ички ишлар хәлқ комиссари лавренти берия билән ташқи ишлар хәлқ комиссари андрей вшенский бирликтә 1945-йили. 29-Април күни сталин башчилиқидики сиясий бийороға йоллиған или һөкүмитини мәмурий, малийә-иқтисад вә башқа җәһәтләрдики кадир әвәтип қоллаш һәмдә миллий армийәниң гоминдаңға қарши һуҗум һәрикәтлиригә қорал-ярақ, оқ-дора, офитсер җәһәтләрдин ярдәм көрситиш тәшәббусини музакирә қилип, ахирқи қарарни қобул қилған.
Сиясий бийорониң мәзкур йәттә маддилиқ қарариниң мәзмуни берия вә вшенскийниң тәшәббус лайиһиси билән асасий җәһәттин бирдәк болуп, сиясий бийоро миллий армийәниң һуҗумлирини капаләткә игә қилиш үчүн совет қизил армийисидин 500 офитсер вә 2000 җәңчи әвәтишни қарар қилған, қорал-ярақ җәһәттин 15 миң кишигә йәткидәк қорал-ярақ вә оқ-дора тәминләшни бекиткән. Униңдин сирт йәнә уйғур дияриниң җәнубида вә башқа җайларда партизанлиқ һәрикәтлирини уюштуруш, қозғилаңчиларниң офитсер вә алаһидә һәрикәтчилирини тәрбийиләш һәмдә шәрқий түркистан җумһурийәт һөкүмитиниң һакимийәт башқуруш кадирлири еһтияҗиға ярдәм көрситиш вә башқиларни қарар қилған.
Йеқинқи заман уйғур дияри тарихи тәтқиқатчилириниң қаришичә, бу һөҗҗәтләр 1944-1949-йиллиридики бир қатар мәсилиләрни чүшиништә муһим пайдилиниш қиммитигә игидур. Бу һөҗҗәтләр илгири 50 йил әтрапида ашкарә болмиғанлиқи үчүн ғәрб алимлиридин линда бенсон, андрев форбес, җәймс милвард, давид ваң шуниңдәк йәнә башқа әлләр тарихчилири вә уйғур тарихчилириниң әсәрлири, җүмлидин хитайдики “үч вилайәт инқилаби тарихи” әсәрлиридин орун елиш имканийити болмиған иди.
Йеқинқи он нәччә йиллардин буян совет архиплирини қезиш вә тәтқиқ қилиш күчийип, бир қисим һөҗҗәтләр в. Бармин қатарлиқ рус тәтқиқатчлири тәрипидин йоруқлуққа чиқирилди һәм тәтқиқ қилинди вә қилинмақта. Һәтта бир қисим һөҗҗәтләр хитайчиғиму тәрҗимә қилинип нәшир қилинди.
Мәхпий совет архип һөҗҗәтлиридин мәлум болушичә, совет иттипақи компартийиси сиясий бийороси, 1943-йили,май ейида вә 1945-йили, 22-июн күни уйғур қатарлиқ милләтләрниң милли азадлиқ һәрикитини қоллаш йүзисидин икки қетим һәл қилғуч қарар қобул қилған болуп, буларниң һәммиси иккинчи дуня урушиниң ахирқи җәрянидики хәлқара сиясий мунасивәтләр вә совет-хитай мунасивәтлирини арқа көрүнүш қилған иди.









