Хитай тәклип қилинмиған “демократийә юқири дәриҗилик башлиқлар йиғини” башланди, уйғур қизи рәйһан йиғинда сөз қилди
Хәлқарада чирикликкә қарши турушни, әркин вә адил сайлам сиситемиисини қоғдашни вә бу җәһәттики йеңи тәшәббусларни елан қилишни пиланланған бу йиғинниң ечилиш мурасимида президент җов байдин муһим сөз қилди.
-
Мухбиримиз ирадә
2021-12-09 -
-
-
Америка президенти җов байдинниң саһибханлиқида орунлаштурулған “демократийә үчүн юқири дәриҗилик башлиқлар йиғини” 9-декабир күни, рәсмий башланди.
Хәлқарада чирикликкә қарши турушни, әркин вә адил сайлам сиситемиисини қоғдашни вә бу җәһәттики йеңи тәшәббусларни елан қилишни пиланланған бу йиғинниң ечилиш мурасимида президент җов байдин муһим сөз қилди. У нөвәттә дуняниң һәрқайси җайлирида демократийә, универсал кишилик һоқуқниң сиҗил вә қорқунчлуқ хирис алдида туруватқанлиқини, бундақ бир пәйттә бу йиғинни орунлаштуруш арқилиқ демократийәни чоңқур тәшәббус қилишни зөрүр дәп қариғанлиқини ейтти.
Җов байден нутқида демократийәниң бир кечидила пәйда болмайдиғанлиқи, униң давамлиқ назарәт қилишқа, қоғдашқа вә такаммулаштурушқа еһтияҗи барлиқини билдүрди. У шундақла американиң демократийә ғайисиниң инсанларниң ғорури вә әркин ирадиси билән яшаш арзусини бәрпа қилиш үстигә қурулғанлиқини әскәртип туруп, американиң давамлиқ бу йөнилишни қоғдашқа һәрикәт қилидиғанлиқини ейтти.
Әслидә бу йиғин башлиништин илгирила америка – хитай арисида бир мәйдан сүркүлүшкә сәвәб болған иди. Чүнки дуняниң һәрқайси җайлиридики демократик дөләтләр вә шуни яқилайдиған дөләтләр рәһбәрлири тәклип қилинған бу йиғинға хитай вә росийә тәклип қилинмиған, әмма тәйвән тәклип қилинған иди.
Хитай һөкүмити болса буниңға қаттиқ нарази болуп, баянат елан қилип бир яқтин американи “икки йүзлимичилик” билән әйиблисә йәнә бир яқтин хитайниңму демократик дөләт икәнликини җакарлап мәсхиригә қалған.
С н н, б б с вә әлҗәзирә қатарлиқ нопузлуқ ахбаратлар айрим – айрим һалда “хитай вә росийә байдинниң демократийә мунбириға һуҗум қилди”, “мунбәр алдида хитай бизму демократик дөләт идуқ, деди” дегәндәк темиларда хәвәрләрни елан қилди.
Хитай тәклип қилинмиған мәзкур хәлқаралиқ мунбәргә болса америкадики уйғур адовкат вә паалийәтчи рәйһан әсәт президент байденниң тәклипи бойичә қатнишип сөз қилди. Бу йиғинниң тәпсилатини тәпсили хәвәрләр сәһипимиздә аңлайсиләр.