“шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити дипломатийә вә кишилик һоқуқ ишханиси” әрдуғанниң хитай зияритигә инкас қайтурди

Канадада тизимға алдурулған“шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити дипломатийә вә кишилик һоқуқ ишханиси” баянат елан қилип, түркийә президенти әрдуғанниң хитай зияритигә инкас қайтурди.


Канадада тизимға алдурулған“шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити дипломатийә вә кишилик һоқуқ ишханиси” баянат елан қилип, түркийә президенти әрдуғанниң хитай зияритигә инкас қайтурди.

Улар баянатида хитай һөкүмитиниң уйғурларниң барлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини терроризм билән бағлайдиғанлиқи, шуңа әрдуғанниң хитайниң талмиш“шәрқий түркистан исламий һәрикити” гә қарши күрәшлирини қоллайдиғанлиқини билдүрүши, хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикитини қоллиғанлиқ болидиғанлиқини көрсәтти.

Баянатта мундақ дейилгән: “әмәлийәттә хитай уйғурларниң шәрқий түркистандики барлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини ‛ шәрқий түркистан исламий һәрикити‚ гә бағлап, өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий тазилаш һәрикитини ақлашқа урунуп кәлди.”

Баянатта йәнә уйғур елидә йүз бәргән қаршилиқларниң аталмиш “шәрқий түркистан исламий һәрикити” билән һеч алақиси йоқлуқи, буларниң һәммисини хитайниң уйғурларға қаратқан зулум сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқи билдүрүлгән.

“шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити дипломатийә вә кишилик һоқуқ ишханиси” бу йил 21 - июл канадада рәсмий әнә алдурулған иди.

Әрдуған түркийәдә хитайниң уйғур сиясити түпәйли қозғалған хитайға қариши наразилиқ кәйпияти таза пәллигә чиққан мәзгилдә хитайда икки күнлүк дөләт зияритидә болған.

Униң хитай зияритидә сода мәсилиси асаслиқ салмақни игилигән иди.

Түркийә чәтәлләргә һиҗрәт қилип чиққан уйғурлар әң көп панаһланған дөләтләрниң бири болуш сүпити билән 2014 - йили мартен башлап тайландта азаб чәккән уйғур мусапирларға биваситә ярдәм қолини узатқан бирдин бир дөләт иди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org