Америка : сүрийә һөкүмәт армийиси химийилик қоралларни ишләткән болуши мумкин

Мухбиримиз меһрибан
2013.04.26

Америка обама һөкүмити йеқинда дөләт мәҗлисигә йоллиған бир хетидә, сүрийә һөкүмәт армийисиниң өктичиләргә қарши җәңдә кичик даиридә химийилик қоралларни ишләткән болуши мумкинликини илгири сүргән.

Мәлум болушичә, америка президенти обама йәнә сурийә һөкүмитигә агаһландуруш берип, әгәр сүрийә һөкүмәт армийисиниң химийилик қораллар ни ишләткәнлики тәкшүрүп бекитилсә, америка сүрийиниң ички ишлириға арилашмаслиқ мәйданини өзгәртидиғанлиқини билдүргән.

Әнгилийә б б с агентлиқиниң хәвиридә дейилишичә, әнгилийә һөкүмитиму сүрийә һөкүмәт армийисиниң өктичиләргә қарши химийилик қоралларни ишләткәнликигә аит ахбаратларни игилигәнликини билдүргән.

Мәлум болушичә, сүрийәдики химийилик қораллар искилати дуня бойичә 4 - орунда болуп, мәтбуат хәвәрлиридә бәшәр әсәд һөкүмәт армийсиниң өктичиләр билән болған тоқунушта химийилик қоралларни ишләткән болуши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.