Тәйвән армийәси “қамални бузуш” маневириға җиддий тәйярланмақта
2023.04.26
25-Апрел күни тәйвән армийәси хитай һөкүмити орунлаштурған йеқинқи һәрбий маневирға қарши маневир уюштуруп, өзлириниң “тосқунлуқ вә қамални бөсүп ташлаш” иқтидарини намаян қилидиғанлиқини билдүргән. Ройтерс агентлиқиниң 26-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, бу һал тәйвән армийәси қатнишиш алдидики маневирниң мәркизий темиси болған.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай армийәси алдинқи һәптидә тәйвән арили әтрапида “дәллик вә қамал қилиш” ни мәркизий тема қилған үч күнлүк һәрбий маневир өткүзгән һәмдә шу арқилиқ тәйвән президенти сәй йиңвенниң америка авам палатасиниң рәиси кевин маккартий билән лос анҗелес шәһиридә сөһбәтләшкәнликигә болған наразилиқини ипадилигән. 15-Майда башлинидиған бу маневирда тәйвән армийәси өзлириниң хитай армийәси һасил қилидиған тосқунлуқни бузуп ташлаш иқтидариға игә икәнликини намаян қилидиғанлиқини билдүргән. Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң 25-апрелдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида генерал лин венхуаң бу һәқтә сөз қилип “әлвәттә бизниң маневиримиз тәйвәнгә таҗавуз қилмақчи болған коммунистлар пәйда қиливатқан тәһдитләргә қарши турушни көзләйду” дегән.
Тәйвән дөләт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи сәй миңйен өзлириниң бу қетимлиқ маневирға тәйярлиниши һәққидә сөз болғанда буниңдики бир муһим қәдәм сүпитидә тәйвәнниң “бәш көз” истихбарат системиси билән алақә орнитип болғанлиқини, шуңа тәйвән һәрбий тәрәпниң барлиқ компютер системиси һәрқачан “бәш көз” системиси билән улағлиқ һалда болидиғанлиқини билдүргән. “бәш көз истихбарат системиси” америка, канада, әнглийә, австралийә вә йеңи зеландийә оттурисидики истихбарат тори болуп, һәрбий ишлар саһәси буниңдики муһим мәзмунлардин санилиду.