Хитай байден һөкүмитиниң тәйвәнгә қорал-ярақ сетип беришини “от билән ойнашқанлиқ” дәп агаһландурған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.12.23

Америка һөкүмитиниң 21-декабир күни тәйвәнгә йәнә бир түркүм қорал-ярақ сетип беришни қарар қилиши, хитайниң америка билән болған тәйвән мәсилисидики сүркилишини йәниму күчәйткән. Хитай һөкүмити нөвәттә байден һөкүмитиниң тәйвәнгә қорал-ярақ сетип бериш қарарини “от билән ойнашқанлиқ” дәп давраң салмақта.

“политико” гезитиниң хәвәр қилишичә, пирезидент байден 21-декабир күни америка дөләт мудапиә министирлиқиниң тәйвәнгә миқдари 571 милйон долларлиқ һәрбий лавазимат, тәлим-тәрбийә вә мулазимәт әслиһәлирини сетип беришни тәстиқлиған. Буниң алдида йәни 20-декабир күни америка дөләт мудапиә министирлиқи тәйвәнгә қошумчә 295 милйон долларлиқ һәрбий лавазимат сетип бериш пиланиниң тәстиқланғанлиқини елан қилған иди.

Американиң хитай азадлиқ армийәсиниң үзлүксиз күчийиватқан һәрбий тәһдитигә қарши тәйвәнни қоралландуруш қарари, тәйвәнгә игилик һоқуқ йүргүзүшни дава қилип келиватқан бейҗиң һөкүмитини қаттиқ биарам қилғанлиқи мәлум болмақта. “политико” гезитиниң билдүрүшичә, хитай ташқий ишлар министирлиқи 22-декабир баянат елан қилип, америкадин тәйвәнни қоралландурушни тохтитишни тәләп қилған.

Хитай ташқий ишлар министирлиқи елан қилған баянатида, тәйвәнгә қорал-ярақ сетип бериштәк “тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқиға бузғунчилиқ қилидиған хәтәрлик һәрикәт” ни тохтитишни тәләп қилидиғанлиқи билдүрүлгән. Һалбуки, америка тәйвәнгә қорал-ярақ сетиш вә униңға ярдәм бериш хитайниң 23 милйонлуқ нопуси болған бу демократик арални қораллиқ бесивелишини тосуп, хитайниң қораллиқ таҗавузға қарши өзини мудапиә қилишиға ярдәм бериду, дәп қаримақта. Пирезидент байден бу қетим тәйвәнгә 571 милйон долларлиқ һәрбий лавазимат сетип беришни тәстиқлаштин бурун, бу йил 9-айда 567 милйон долларлиқ һәрбий лавазимат содисини тәстиқлиған иди.

“политико” гезитиниң ейтишичә, тәйвән ташқий ишлар министирлиқи байден һөкүмитиниң қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрүп, бу америка һөкүмитиниң “бизниң мудапиә мәсилимиздики вәдисини ипадиләйду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.