Вилсон мәркизи гомидаң һөкүмитиниң тәйвәндә қурған “сүргүндики шинҗаң һөкүмити” гә даир бир қисим һөҗҗәтлирини ашкарилиди
2016.08.27
Баш шитаби вашингтондики вилсон тәтиқат мәркизи йеқинда “соғуқ уруш” дәвригә даир йеңи тәтқиқат нәтиҗилирини елан қилған.
Буниң ичидә уйғур һазирқи заман тарихи тәтқиқати билән шоғуллиниватқан мустәқил тәтқиқатчи җустин җакобсниң “1954 - йилидин 1971 - йилиғичә тәйвәндә паалийәт елип барған сүргүндики шинҗаң һөкүмити” намлиқ тәтқиқат доклати алаһидә диққәт чекиду.
Мәлум болушичә, әйни чағда гоминдаң һөкүмити системисида хизмәт қилған бир түркүм уйғур вә қазақлар 1949 - йилиниң ахири уйғур елидин һиндистанниң кәшмир райониға қечип чиққан. Уларниң көп қисми муһәммәт әмин буғра вә әйса йүсүп алптекинләргә әгишип, 1950 - йилларниң башлирида түркийәгә берип олтурақлашқан. Әмма йолвасбәг башчилиқидики бир қисим уйғур вә қазақлар тәйвәнгә берип гоминдаң һөкүмитигә қошулған.
Узун өтмәйла гоминдаң һөкүмити тәйвәндә “сүргүндики шинҗаң өлкилик һөкүмәт ишханиси” қуруп, йолвасбәгни рәис қилған. Гоминдаң һөкүмити әйни чағда түркийәдики муһәммәт әмин буғра билән әйса йүсүп алптекинләргә көп қетим мәктуп әвәтип уларни тәйвәнгә келишкә үндигән. Гоминдаң һөкүмитиниң бу пилани ишқа ашмиғандин кейин, йолвасбәг башчилиқидики бир өмәкни оттура - шәрққә әвәтип, буғра вә алптекинләрниң шәрқий түркистан дәвасини тосушқа урунған.
Тәтқиқатчи җустин җакобсниң мәзкур доклатида йолвасбәг билән муһәммәт әмин буғра вә әйса әпәндиләрниң өз - ара йезишқан бирқанчә парчә мәктуби вә уларниң уйғур дияриниң келәчики һәққидики тартишмилири орун алған. Көзәткүчиләрниң қаришичә, мәзкур доклат уйғур елиниң һазирқи заман тарихидики бир қисим түгүнләрни билиштә муһим йип учлири билән тәминләйдикән.