Тәйвән пирезиденти ләй чиңде хитай һөкүмитиниң өлүм җазаси тәһдитидин кейин, мустәбитликни “рәзиллик” дегән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.24

Тәйвәнниң йеқинда вәзипигә олтурған йеңи пирезиденти ләй чиңде, хитайниң тәйвән мустәқиллиқини тәләп қилидиған “әшәддий бөлгүнчи” ләргә өлүм җазаси бериш билән тәһдит селишиға қарита инкас қайтуруп, демократийәниң җинайәт әмәслики, мустәбитликниң һәқиқий “рәзиллик” икәнликини билдүргән.

Коммунист хитайниң тәйвәндә қанун иҗра қилиш һоқуқи болмисиму, лекин хитай алий сот мәһкимиси, хитай алий тәптиш мәһкимиси, хитай җ х министирлиқи вә хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқи қатарлиқ органлар 21-июн күни йеңи қанун бәлгилимиси елан қилип, тәйвәндики мустәқиллиқ тәрәпдарлири вә “әшәддий бөлгүнчи” ләрни өлүм җазасини өз ичигә алған әң қаттиқ җаза билән җазалайдиғанлиқи тоғрилиқ тәһдитлик агаһландуруш елан қилған иди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тәйвән пирезиденти ләй чиңде 24-июн өткүзүлгән ахбарат елан йиғинида хитайниң тәһдитигә инкас қайтуруп, коммунист хитайниң тәйвән хәлқини җазалаш һоқуқи йоқлуқини билдүргән.

Ләй чиңде мундақ дегән: “мән шуни тәкитләймәнки, демократийә җинайәт әмәс, бәлки мустәбитлик һәқиқий рәзилликтур. Хитайниң тәйвән хәлқиниң тутқан йоли вә мәйдани сәвәблик уларни җазалаш һоқуқи йоқ. Болупму хитайниң өз чеграсидин һалқип тәйвән хәлқиниң негизлик һәқ-һоқуқлириға мудахилә һәққи техиму йоқ.” пирезидент ләй чиңдениң тәкитлишичә, хитай “бирликкә келиш” ни халимайдиған һәрқандақ кишини тәйвән мустәқиллиқиниң қоллиғуси, дәп қаримақта икән. Бейҗиңниң тәйвән мустәқилчилиригә өлүм җазаси билән тәһдит селиши, хитай тәйвән мустәқилчилиригә уйғурларни бастурушта ишләткән қаттиққол бастуруш васитилирини ишлитәмду-қандақ, дегән соал пәйда қилған.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларни бастурушта уларни аталмиш “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблигән. Хитай қанунида “бөлгүнчилик” өлүм җазаси берилидиған еғир җинайәт, дәп һесабланмақта. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, ләй чиңде сөзидә “коммунист хитайни хитай җумһурийитиниң мәвҗутлуқи билән йүзлишишкә; тәйвәнниң демократик йол билән сайланған қанунлуқ һөкүмити билән алақә вә диялог қурушқа чақиримән” дегән. Тәйвән даирилириниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити йеқиндин бери тәйвәнгә һәрбий тәһдит селишни техиму күчәйтмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.