Америка хитайниң “тәйвән мустәқилчилирини җазалаш” йеңи бәлгилимисиниң ақивитидин әндишә қилидиғанлиқи билдүрди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.28

Хитайниң өткән һәптә йеңи қанун бәлгилимиси чиқирип, аталмиш “чекидин ашқан тәйвән мустәқилчилири” ни өлүм җазаси билән тәһдит селиши, америка һөкүмәт әмәлдарлирини “чоңқур әндишиси” гә салған. Алий дәриҗилик америка дипломатлириниң агаһландурушичә, бейҗиң даирилириниң бу һәрикити еғир соғуқчилиқ пәйда қилип, тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқиға бузғунчилиқ қилиши мумкин икән. Хитайниң алий сот мәһкимиси, алий тәптиш мәһкимиси, җ х министирлиқи, дөләт хәвпсизлики министирлиқи, әдлийә министирлиқи қатарлиқ органлири өткән һәптә хитайниң бөлгүнчиликкә қарши туруш қануни, җинайи ишлар қануни, җинайи ишлар дәва қануниға қайта чүшәнчә берип, “тәйвән мустәқилчилири” ни җавабкарлиққа тартишниң йеңи рамкисини бекиткән. Аталмиш “чекидин ашқан тәйвән бөлгүнчилиригә өлүм җазаси берилиши мумкинлики” ни илгири сүргән иди.

Американиң һинди-тинч окян ишлириға мәсул ярдәмчи ташқи ишлар министири даниел критенбринк(Daniel Kritenbrink ) 27-июн америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң һинди-тинч окян тармақ комитетида гуваһлиқ бәргәндә, хитайниң дөләтни парчилаш җинайәтлирини җазалаш тәдбири “муқимсизлиқни күчәйтидиған вә униңға бузғунчилиқ қилидиған һәрикәт” дәп көрсәткән. Бейҗиң даирилириниң бу һәрикити, уйғурларни бастурушта “бөлгүнчилик” билән әйибләп кәлгән хитайниң, тәйвән мустәқилчилириниму охшаш усулда бастурмақчиму, дегән соал пәйда қилғаниди. Гуваһлиқ йиғинида даниел критенберинк мундақ дегән: “биз хитайниң муқимсизлиққа бузғунчилиқ қилидиған вәзийәтни җиддийләштүргүчи бу хил тәдбирләрни елишидин, болупму хитай хәлқ җумһурийитиниң қанун-түзүмлирини чегра сиртида кишини биарам қилидиған шәкилдә ишлитишидин чоңқур әндишә туймақтимиз.”

Мәлум болушичә, даниел критенбринк 27-июн америка авам палатасида юқириқи сөзләрни қилиштин бурун америка ташқи ишлар министирлиқиму хитайниң бу тәдбирини тәнқид қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.